Даңлиқ сәнәткар мурат әхмиди сиясий сәһнидә


2007.08.22

-8 Авғуст қазақистанда өткүзүлгән парламент сайлимиға , йәттә партийә қатнишип . Сайлам нәтиҗисидә президент нурсултан назарбайефниң нур отан партийиси мутләқ көп авазға еришип үстүнликни сақлап қалди. Қазақистан җумһурийити парламенти әзалиқиға намзат көрситилгән милләт вәкиллири ичидин сайланған тоққуз нәпәр вәкил ичидин бир уйғур вәкили орун алди . У болсиму қазақистан һәм уйғур елигә тонушлуқ болған даңлиқ сәнәткар , қазақистан уйғур тиятириниң рәиси мурат әхмиди әпәнди.

Қазақистан парламентида уйғурларниң бирдин бир вәкили болуп орун алған мурат әһмиди қазақистан уйғурлири һаяҗанға толған бу минутларда немиләрни ойлаватиду , у буниңдин кейин сәнәт сәһнисидин башқа сиясий сәһнидә хәлқ үчүн қандақ хизмәтләрни қилишни ойлишиватиду?

юқиридики улиништин, ихтияри мухбиримиз абдулла ниң мурат әхмиди әпәнди билән өткүзгән сөһбитигә қулақ селиң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.