Түрк дуняси зеһин синаш мусабиқисидә уйғур оқуғучилар 3 – ликкә еришти
2006.04.24
4 - Айниң 22 - күни истанбулда 6 - нөвәтлик түрк дуняси университет оқуғучилири зеһин синаш мусабиқиси өткүзүлди. Бу мусабиқидә уйғур оқуғучилар 3 - ликни қолға кәлтүрди.
явроасия бир вәхпи вә түрк очақлири җәмийити бирлишип уюштурған 6 - нөвәтлик түрк дуняси университет оқуғучилири зеһин синаш мусабиқисиға азәрбайҗан, қирғизистан, түркмәнистан, афғанистан, қазақистан, моңғулийә қатарлиқ дөләтләр шундақла ағиска түрклири, иранлиқ азәриләр, уйғурлар вә түва җумһурийәтлири қатарлиқ йәрләрдин келип түркийидә оқуватқан оқуғучилар қатнашти. 260 Номур билән қирғизистан билән азәрбайҗан биринчи, 230 номур билән ағиска түрклири билән түркмәнистан иккинчи, уйғур оқуғучилар болса 3- дәриҗилик мукапатқа еришти.
Түрк дуняси зеһин синаш мусабиқиси һәққидә техиму әтраплиқ мәлумат елиш үчүн ихтияри мухбиримиз әркин тарим бу мусабиқини уюштурған явроасия бир вәхпи рәһбири шабан гүлбаһар әпәндини зиярәт қилди.