Непалдики тибәт мусапирлириниң америкиға келиш мумкинлики уйғурларни үмидләндүрди

Баш штаби һиндистанниң дарамсала шәһиридики тибәт сүргүндә һөкүмитиниң йеқинда ашкарилишичә, америка даирилири непалда туруватқан бир қисим тибәт мусапирлирини қобул қилишни ойлишишни халайдиғанлиқини билдүргән.

Америкиниң нипалдики тибәт мусапирлирини көчүрүшни ойлишиватқанлиқи, оттура асия вә башқа дөләтләрдә туриватқан уйғур мусапирлирини америкиға көчүрүш йолида тиришчанлиқ көрситиватқан уйғур паалийәтчилирини хошалландурди вә үмидләндүрди .

Америка уйғур бирләшмиси узундин буян ,уйғур мусапирлирини америкиға көчүрүш йолида тиришчанлиқ көрситип келиватқан тәшкилатларниң бири. Мәзкур тәшкилатниң рәиси нури түркәл әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзлириниң бу һәқтики паалийәтлири һәққидә тохталди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org