Дуня уйғур қурултийи вәкиллири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мусапирлар йиғиниға қатнашти
2007.03.14

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати түркийә шөбисиниң мусапирлар ишханиси өзлиридин панаһлиқ тиләп түркийидә нәтиҗә күтүватқан мусапирларниң мәсилисини музакирә қилиш үчүн йиғин чақирди. Бу йиғинға бирләшкән дөләтләр тәшкилати түркийә шөбиси ташқи мунасивәтләр бөлүми мәсули седа алп ханим, мусапирларға мәсул кишиләрдин катҗа коурттр қатарлиқ кишиләр риясәтчилик қилди.
Йиғинға йәнә қәйсири хәвпсизлик идариси мәсули, қәйсири шәһәрлик һөкүмәт вәкили, хәлқара кәчүрүм тәшкилати түркийә шөбиси мәсули, мәзлумлар җәмийити мәсули вә дуня уйғур қурултийиниң вәкили болуп 15 әтрапида аммивий тәшкилатниң мәсули қатнашти. Йиғинда дуня уйғур қурултийи муавин рәиси шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди түркийидә нәтиҗә күтүп туриватқан 350 әтрапидики уйғур мусапирниң мәсилисини оттуриға қойди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати түркийә шөбисиниң мәсуллиридин седа алп ханим қәйсиридә чақирилған бу йиғин һәққидә тохтилип мундақ деди:
"Биз бирләшкән дөләтләр мусапирлар идариси болуш сүпитимиз билән түркийидики ишханимизға келип панаһлиқ тиләп нәтиҗисини күтүватқан кишиләр яшаватқан 26 вилайәттә йиғинларни уюштуруватимиз. Қәйсириму буларниң бири. Қәйсири биз үчүн наһайити муһим бир вилайәт. Чүнки,қәйсири башқа вилайәтләргә қариғанда мусапирлар әң көп орунлаштурулған йәрләрниң бири. Биз һөкүмәт идариси вә аммиви тәшкилатлар билән бирликтә йиғин чақирип түркийәдики мусапирларға қандақ ярдәм қилалайдиғанлиқимизни музакирә қиливатимиз.
Бу хил йиғинларниң мәқсити нимә, дегән суалимизға җавап бәргән седа алп ханим мундақ деди:
"Бу һәқтә мән сизгә техник җәһәттин изаһатму берип өтәй, түркийә 1951-йили җәнвәдә елан қилинған мусапирлар тохтамнамисигә тунҗи қол қойған дөләтләрниң бири. Тохтамнамигә асасән түркийә өз дөлитидә дини, милли кәмситиш яки сияси сәвәпләр түпәйлидин яшаш имкани болмай түркийидин панаһлиқ тилигән кишиләрни улар үчинҗи дөләткә қобул қилинғучә болған вақит ичидә буйәрдә турушқа рухсәт қилиду. Әмма түркийә җумһурийити яврупа дөләтлиридин кәлгән панаһлиқ тилигүчиләрни гираҗданлиққа елиш, асия вә башқа қитәләрдин кәлгәнләрни гираҗданлиққа алмаслиқ дигән маддини қошуп қойған. Шуңа биз бирләшкән дөләтләр тәшкилати болуш сүпитимиз билән шәрти тошқанларни бир мәзгил түркийидә сақлатқандин кейин башқа дөләтләргә әвәтиватимиз. Башқа дөләтләр қобул қилғучә болған муддәт ичидә буларни меһман қиливатимиз".
Седа алп ханим түркийидә мусапир дәп қобул қилинғандин кейин башқа дөләтләргә кетәлмәй 3-4 йилдин яқи сақлаватқанлар бар. Буниң сәвәби нимә, дегән суалимизға җавап берип мундақ деди:
"Башқа бир дөләткә қобул қилинғучә узун вақит кетиду. Әпсуски, биз мусапир дәп тонуған кишиләрни қобул қилидиған дөләтләр наһайити аз. явропа дөләтлириниң көпи қобул қилмайватиду. Қобул қиливатқан дөләтләрниң бешида канада, австралийә, америка, явропа дөләтлиридин болса пәқәтла финландийә бар. Булар һәр йили бәлгилик сан бериду. Бу санни ешип кәткәнләрни болса орунлаштуралмаймиз. Түркийидә панаһлиқ тилигүчиләрниң сани интайин көп әмма қобул қилидиған дөләт аз болғачқа узун йил сақлашқа мәҗбур болуп қеливатиду. Бизниң бу йиғинни ечиштики мәқситимизму бу. Бизниң мәқситимиз бу йәрдә яшаватқан мусапирләргә иқтисади, сәһийә җәһәтлиридин түркийә һөкүмити вә һәрқайси аммиви тәшкилатлар билән бирлишип туруп ярдәм қилиштин ибарәт".
Түркийә явропа бирликигә кириш үчүн мусапирлар қануниға түзүтүш киргүзмәкчи. Ундақ болғанда асия дөләтлиридин кәлгән мусапирларни түркийә гиражданлиқиға қобул қиламду?
"Әслидә бу болиду. Әмма қачан болидиғанлиқи һәққидә ениқ бир нәрсә йоқ. 2012-Йили буниң әмәлгә ашидиғанлиқини тәхмин қиливатимиз. Түркийә җуғрапийиви җәһәттин чәклимә қойған маддисини чоқум әмәлдин қалдуриду. Чүнки, түркийә явропа бирликигә кириш үчүн тәйярлиқ қиливатқан бир дөләт".
Түркийидә яшаватқан 350 әтрапидики уйғур мусапирниң мәсилисини буларға йәткүзүш үчүн бу йиғинға қатнашқан дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди зияритимизни қобул қилип, йиғинда оттуриға қойған тәләплири үстидә тохталди. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Парламент әзаси сулайман гүндүз әпәнди билән сөһбәт
- Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити бүйүк анатолийә мукапатиға еришти
- Түркийидики шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ җәмийити түркийә парламент әзаси билән көрүшти
- Канада қош дөләт пуқралиқи түзүмини әмәлдин қалдурушни ойлашмақта
- Қазақистанда ғайип болған уйғур мусапириниң из дерики һазирға қәдәр елинмиди
- Демократийиниң бөшүкидики уйғурлар вә уйғур мәсилиси - шветсийә