Мушәррәпкә қарши ички һәм ташқи бесимлар күчәймәктә
2007.11.07
Пакистан президенти мушәррәпниң өткән шәнбә күнидин башлап пакистанда һәрбий һаләт җакарлап сиясий өзгириш йүргүзүши дуня мәтбуатиниң мәркизи нуқтисиға айланди.Январда өткүзүлидиған пакистан президент сайлими алдида йүз бериватқан бу кризиста мушәррәп ички җәһәттин өктичиләр, талибан қораллиқ күчлири шундақла пуқраларниң тәрәп - тәрәптин күчлүк бесимиға дуч келиватқан болса, ташқи җәһәттин әң йеқин иттипақдашлири болған америка, әнгилийиләрдин башқа пүткүл хәлқара җәмийәтниң бесим һәм тәнқидигә учримақта.
Пакистанда җиддий һаләт
Бүгүн пакистанда җиддий һаләт йүзгүзүлүватқиниға бәш күн болди. 3 - Ноябир күни пакистан президенти мушәррәп ислам абадта телевизийә нутқи сөзләп пакистанда һәрбий һаләт йүргүзүлгәнликини, пакистан асасий қануниниң әмәлдин қалдурулғанлиқини җакарлиди. Шундақла у пакистанда җиддий һаләт йүргүзүшниң дөләт мәнпәәтини қоғдаш, барғанчә күчийиватқан террорчи күчләрниң һәрикәтлириниң кеңийишини тосаш һәмдә пакистан иқтисадиниң йәниму начарлишиш вәзийитини контрол қилишни чиқиш қилған һалда алған қарари икәнликини билдүрди.
Бу сиясий өзгириш пакистанни ички вә ташқи җәһәтләрдин паләч һаләткә чүшүрди. Шундақ 1- ноябирдики президент сайлиминиң өткүзүлүшигә қарита хәлқарада әндишә пәйда болди.
Әнгилийә б б с радио - телевизийисиниң 6 - ноябирдики хәвиридә мушәррәпниң сиясий өзгириш қозғиши мундақ тәһлил қилинған : йәни адәттә бир дөләттә сиясий өзгириш мундақ үч хил алаһидә һоқуқлуқ кишиләрниңла қолидин келиду. Һәрбий қисимниң муавин қомандани, дөләт ахбарат идарисиниң каттибеши, дөләт һәрбий ахбарат оргининиң каттибеши, дәрвәқә пакистанда мушу үчила хил һоқоқтикиләрниң һәммиси пәрвиз мушәррәп тәрипидин тәйинләнгән өзигә садиқ кишиләр.
Мушәррәпниң һәрбий формиси
2007 - Йили киргәндин һазирғичә болған мушу җиддий вәзийәт давамида пакистанниң сиясий вәзийитидә давалғуш болуп турди. Йәни10 - айниң 6 - күни өткүзүлгән омумий сайламдиму мушәррәпниң қайта президент сайланғанлиқи мурасими интайин биарам бир кәйпиятта өтти. Мәсилә йәнила мушәррәпниң һәрбий һоқуқиниң бәлгиси һәрбий формисиға берип тақалди. Әмма һәр қачан һәрбий формисини ташлимай кийивалидиған һәтта ислам абадтики президент сарийидиму формисини салмайдиған мушәррәп 6 - өктәбир бир қур күлрәк кийим билән сәһнигә чиқти. Әмма у илгири һәрбий форма мениң иккинчи терәм, мән һәргизму һәрбий формини асанлиқчә селивәтмәймән. Чүнки маңа һәммини армийә ата қилған " дегән.
Әксичә, у өзигә қарши тәрәптики өктичиләр дәп қариған 1500 кишини тизимға елип тутқун қилишқа башлиди. Хәлқара ахбарат органлириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, һазирғичә булардин 700 киши қолға елинған, йәкшәнбә күни униңдин башқа өктичиләрниң вәкиллик адими дәп қариған исламий гуруһ даһилиридин қасими қолға елинди, пакистанниң илгирики дөләт ахбарат идариси башлиқи вә һәр қайси сиясий саһәсидики бир қисим нопузлуқ әрбаблар қатарида йәнә пакистанниң дөләтлик валибол командисиниң баш теринириму тутуп кетилди.
Пакистан алий сотиниң баш сотчиси иптихар чадрийниң вәзиписини бикар қилип өйидә нәзәрбәнт қилди. Чүнки чадрий 3 - айниң 9 - күни пәрвиз мушәррәпниң президентлиқ билән һәрбий һоқуқни тәңла қолда тутушиниң асасий қанунға хилап икәнликини көрсәткән иди. Шундақла бу тез арида пакистан әдилийә системисиниң ортақ авазиға айланди.
Мушәррәп қандақ риқабәтләргә йүзләнди?
Пакистан сабиқ баш министири шерифниң исламий партийисидики рәһбәрлик вәзиписигә варислиқ қиливатқан қасими қолға елинғанда "мушәррәп һакимийити бәрбат болушқа йеқинлашмақта. Һәрбий һакимийәтниң сиясий ролни елиши ахирилишидиған пәйт йетип кәлди" дегән. Пакистан сабиқ баш министири бутто ханим б б с мухбириға "мән һазирғичә мушәррәпниң мени қолға алмиғанлиқидин һәйранлиқ һес қиливатимән "дәп билдүргән.
Аилисидә нәзәрбәнт қилинған баш сотчи сәйшәнбә күни телефон арқилиқ адвокатларниң мушәррәпниң асасий қанунни бикар қилғанлиқиға наразилиқ билдүрүшкә чақирди һәмдә мушәррәпниң һәрбий һаләт йүргүзүшкә көрсәткән баһанилирини пүтүнләй инкар қилип мушәррәпниң бу һәрикәтлири президентлиқ орнини сақлап қелиш үчүн елип бериливатқан тиришчанлиқи" дәп билдүрди.
Униңдин башқа, мушәррәп талибанларниңму бесимиға дуч келиватқан болуп,талибанларму пакистанда давамлиқ күчийип, йеқинқи мәзгилдин буян афғанистан, пакистан чеграсидиму пакистан армийиси билән етишишлар давам қилип кәлди. Һәтта исламабадму уларниң көп қетимлап партилитиш һуҗумиға учриди.
Пакистан ичидә болса қораллиқ күчләрниң қаршилишиши 7 - айда йүз бәргән қизил мәсчит вәқәсидин кейин йәниму күчәйди. Әйни чағда 100дин артуқ талиплар пакистан армийиси тәрипидин етип өлтүрүлгән иди.
Гәрчә мушәррәп мустәқил аммиви ахбарат васитилирини тақаш билән алий сот рәисиниң вәзиписини қалдурған болсиму, йәнила хәлқаралиқ ахбарат вастилириниң көзидин қечип қутулалмиди. Әнгилийә б б с радио - телевизийисиниң ашкарилишичә, мушәррәп пакистанда һәрбий һаләт йүргүзүлүшини пакистанниң радикал күчләрниң тәһдитигә дуч кәлгәнлики билән бағлиған болсиму, лекин өктичи вә аддий пуқраларниң наразилиқини күчәйтивәткән.
Сәйшәнбә күни адвокатлар вә әдлийә хадимлириниң нәччә миң кишилик намайишидин кейин бүгүн йәнә аммиви намайишлар шундақла мушәррәпкә қарши өктичиләр, буттониң қоллиғучилири кочиларға чиқип намайиш қилғандин башқа, һәтта пакистандики бир қисим алий мәктәп оқуғучилириму мушәррәпниң сиясий өзгириш қозғишиға наразилиқ билдүрүп намайиш қилған. Сақчилар билән намайишчилар оттурисида тоқунушлар давам қилмақта.
Бәзи ахбарат вастилири аз дегәндә үч миң адәмниң қолға елинғанлиқини билдүрмәктә.
Пакистан дуняниң диққәт нуқтисиға айланди
Президент пәрвиз мушәррәпниң пакистанда һәрбий һаләт йүргүзгәнлики хәлқара җәмийәтни әндишигә салди.
Шундақла пакистан вәзийити һәмминиң диққәт - етибарини тартмақта. Америка, әнгилийә башлиқ ғәрб әллири иқтисадий һәм һәрбий җәһәтләрдики ярдәмләрни тохтитиш, депломатик мунасивәтләрни соғуқлаштуруш вастилирини қоллинип мушәррәпниң һәрбий формисини селип ташлап, икки ай ичидә һәқиқий демократик сайлам елип берилишиға вақтида капаләтлик қилишиға бесим ишләтмәктә.
Йәкшәнбә күни америка ташқи ишлар министири кандилиза райис америкиниң бу мәсилә һәққидики мәйданини баян қилип, америкиниң мушәррәп һәрбий һаләт елан қилиштин илгирила буниңға қарши чиққанлиқини билдүрди.
Америка президенти җорҗ буш сәйшәнбә күни мушәррәпниң вәдисигә вапа қилип, иккинчи нөвәт президентлиқ мөһлитини өтәштин илгири өзиниң барлиқ һәрбий рәһбәрлик вәзипилиридин истипа беришини һәмдә келәр йили 1-айда пүтүн мәмликәт буйичә қайта сайлам елип беришини тәләп қилди. Һәтта америка һәр йили берилидиған 10 милярд доллирилиқ ярдимини, әнгилийә бир милярд доллар иқтисадий ярдимини тохтитидиғанлиқи һәққидиму мушәррәпни агаһландуруп пакистанда демократик йол тутушқа қистиди.
Пакистан даирилири һазирға қәдәр сайлам вақит җәдвилини елан қилмиди,пакистанда кирзис еғирлишиватқан, тәрәпләр оттурсидики риқабәт кәскинлишиватқан бир пәйттә, хәлқара җәмийәт мушәррәпниң пакистандики кризисни бир тәрәп қилишта тоғра, демократик йол тутушини чақириқ қилғандин башқа вәзийәтни йеқиндин көзәтмәктә. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистанниң хитайға ярдәмләшкәнлики паш болмақта
- Америка-афғанистан рәһбәрлири талибанларни йоқитишқа бәл бағлиғанлиқини ашкарилиди
- Америка - пакстан мунасивәтлири вә униң кәлгүси тоғрисида гуваһлиқ бериш йиғини чақирилди
- Пакистандики хитай ишчилири немә үчүн һуҗумға учрайду ?
- Пакистанда хитай пуқралири нишанланған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум йүз бәрди
- Қизил мәсчит вәқәси, пакистан билән хитай оттурисидики мунасивәтләргә сәлбий тәсир күрсәткән
- Пакистан армийиси қизил мәсчитниң контроллиқини пүтүнләй қолға алған
- Хитайниң баш әлчиханиси ишчиларниң өлтүрүлүш вәқәсини қаттиқ әйиблиди
- Пакистанниң лал мәсчитидики тоқунушни ким қозғиди?
- Пакистанда өзбек милитантлар билән йәрлик қәбилиләр оттурисидики тоқунушлар барғансери җиддийләшмәктә
- Пакистан һөкүмити талибанлар билән келишим имзалиди
- Пакистандики қәбилиләрниң наразилиқ һәрикәтлири күчәймәктә