Қирғизистан уйғурлири мустәқиллиқ күни мурасимиға қатнашти
2006.08.31
31- Авғуст күни қирғизистан җумһурийитиниң мустәқиллиқиниң 15 йиллиқи хатирә күнидур. Бу мунасивәт билән бешкәктә катта мурасимлар өткүзүлгән болуп, бешкәктики армийә, хәлқ параттин өткән. Параттин өткәнләр қатарида һәр милләт вәкиллириму бар болуп, бешкәктики ихтияри мухбиримиз турсун исламниң хәвәр қилишичә, уйғурларму байрам мурасимида параттин өткән. Бир топ уйғур аяллири шәрқий түркистан җумһурийитиниң дөләт байриқиниң символи болған көк рәңдин көңләк кийип мәйдандин өткәндә кишиләрниң қизғин алқишиға еришкән.
©
2006 Radio Free Asia