Мусулманларниң коммунизм һәққидики қарашлири
2007.11.01
Бүгүнки күндә хәлқара җәмийәт коммунизимни инсанийәтниң бешиға кәлгән бир балайи - апәт дәп қарайду. Америка қатарлиқ бир қисим дөләтләр коммунизимниң зиянкәшликигә учриған инсанлар үчүн мәхсус хатирә орунлирини қурған болуп, милйонлиған инсанларниң коммунизимниң зиянкәшлики билән һаятидин айрилғанлиқи вә ханивәйран болғанлиқи муәййәнләштүрүлмәктә.
Коммунизм һәр қандақ бир динни инкар қилғанлиқи үчүн мәйли ислам дини, мәйли християн дини болсун буларниң һәммиси коммунизимниң чәткә қеқишиға учриған иди. Шуниң билән бир вақитта ислам дунясидики бир қисим алимлар мусулманларниң коммунистлар билән никаһлиниши һәм башқа мәсилиләр бойичә бир қисим пәтиваларни чиқарған иди.
юқиридики улиништин, сәуди әрәбистандики ихтияри мухбиримиз өмәрҗанниң тәпсили мәлуматини аңлайсиз.