Мухбирларни қоғдаш комитети йиллиқ доклат елан қилди


2006.02.21

Йеқинда мәркизи нюйорктики мухбирларни қоғдаш комитети мәхсус йиллиқ доклат елан қилип, бултур бир йил ичидә дунядики 50 тин артуқ дөләттә йүз бәргән ахбарат әркинликигә аит мәсилиләрни йәни мәтбуатни контрол қилиш вә бастуруш, мәтбуатқа тәһдит вә һуҗум қилиш қатарлиқ вәқәләрни бир ‏- бирләп оттуриға қойған.

Мухбирларға зиян йәткүзүш йәнила еғир

Бултур бир йил ичидә 47 нәпәр мухбир һаятидин айрилған мухбирларни қоғдаш комитетиниң йиллиқ доклатидин мәлум болушичә, бултур бир йил ичидә, дуняда 125 нәпәр мухбир қолға елинған һәмдә 47 нәпәр мухбир башқилар тәрипидин өлтүрүлгән. Гәрчә бултур өлгән мухбирларниң сани илгирики йилдикидин азрақ болған болсиму, уларниң көп сандикиси қатиллар тәрипидин қәст қилип өлтүрүлгән. Һәмдә 90% қатилға та һазирғичә җаза берилмигән.

Мәзкур доклатта көрситилишичә, мухбирларни қәстләп өлтүрүш вәқәлири ливан, ливийә вә ирақ қатарлиқ дөләтләрдә көпрәк йүз бәргән болуп, оттура шәрқниң мәтбуат саһәсидә зор өзгиришләрни кәлтүрүп чиқарған. Болупму ирақта, бултур бир йил ичидә 22 нәпәр мухбир башқилар тәрипидин өлтүрүлгән. Мәзкур доклатта латин америкидики мәтбуат вә мухбирларниң тәқдири һәққидиму тохталған. Мәсилән, мексика, колумбийә вә бразилийә қатарлиқ җайларда қатиллиқ делоси бәкму әвҗ елип кәткән. Һөкүмәт орунлири бу хил делоларни бир тәрәп қилишта кәскин болалмиған.

Хитай, мәтбуатни әң қаттиқ контрол қилған дөләтләрниң бири

Мәркизи нюйорктики мухбирларни қоғдаш комитети елан қилған йиллиқ доклатида, хитайдики мәтбуат мәсилиси һәққидә алаһидә тохталған болуп, " хитай, дуня бойичә мәтбуатни әң қаттиқ контрол қилған дөләт болуп һесаблиниду һәмдә бултур бир йил ичидә, хитайда җәми 32 нәпәр мухбир қолға елинған" дәп көрсәткән.

Өткән һәптә, хитай ташқи ишлар министерлиқиниң баянатчиси чин гаң хитай һөкүмитиниң интернет тор бәтлирини ишлитиш мәсилисидә зор чәклимиләрни қоюватқанлиқиға нурғун баһаниләрни көрситип, хитайдики интернет тор бәтлири " наһайити нормал вә сағлам һалда тәрәққи қиливатиду " дәп тәкитлигән.

Мухбирларни қоғдаш комитети елан қилған доклатта йәнә африқидики мәтбуат мәсилисиму оттуриға қоюлған болуп, мәзкур районда 15 нәпәр мухбирниң түрмигә ташланғанлиқи вә 13 нәпәр мухбирниң қолға елинғанлиқи мәлум қилинған.

Мәзкур доклатта русийә, қазақистан, вә өзбекистан қатарлиқ дөләтләрдики мустәқил мәлумат бериш хизмәтлириниң зор тосалғу вә бузғунчилиқларға дуч келиватқанлиқи һәмдә мәзкур дөләтләрдики дөләт рәһбәрлириниң террорлуқни баһанә қилип, мәтбуат сияситидә қаттиқ қоллуқ қиливатқанлиқи оттуриға қоюлған. Шуниң билән бир вақитта, мәзкур доклатта йәнә, мәтбуат әркинлики һәққидики бир қисим хош -хәвәрләрму мәлум қилинған.

Мәсилән, бермида қолға елинған мухбирларниң қоюп берилгәнлики, филиппин һөкүмитиниң мухбирларни өлтүрүш қатиллиқ делолирини бир тәрәп қиливатқанлиқи вә шундақла асиядики бир қисим районларда ахбарат әркинликиниң бир қәдәр илгири сүрүлүватқанлиқи қатарлиқлар алаһидә оттуриға қоюлған. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.