Чегрисиз мухбирлар тәшкилати интернет мәсилиси һәққидә хитайни йәнә бир қетим қаттиқ әйиблиди


2007.05.31

Чегрисиз мухбирлар тәшкилати тәрипидин ечилған хитайчә тор бәт бейҗиң һөкүмити тәрипидин тәкрар тақивитилмәктә. Мәзкур тәшкилат хитай һөкүмитиниң бу хил қилмишини қаттиқ әйибләп " чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң хитайчә тор бетиниң қайта- қайта тақивитилиши хитай һөкүмитиниң өз хәлқини ахбарат әркинлик һоқуқидин мәһрум қиливатқанлиқини көрситип бериду" дәп билдүрмәктә. 30 ‏- Май күни, хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң мәзкур тәшкилат тәрипидин ечилған хитай тил ‏- йезиқидики тор бетини қайта - қайта тақиветип барғанлиқи һәққидә қаттиқ наразилиқ билдүрди һәмдә хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблиди.

"Хитай һөкүмитиниң өз пуқралирини хәлқара мәтбуат хәвәрлиридин мәһрум қилиши бир хил зораванлиқ вә қанунсиз қилмиш"

Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң баянатчиси блосер әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди. "Кишини һәйран қалдуридиғини шуки, улар бизниң тор бетимизни тақивитиштә, һечқачан бизгә хәвәр қилмиди. Бу хил зораванлиқ вә қанунсиз қилмиш кишини бәкму ғәзәпләндүриду. Бизниң тор бетимиздә һечқандақ хәтәрлик мәзмун йоқ. Униңда пүтүнләй ахбарат әркинликигә аит мәзмунларла бар. Әлвәттә бу мәзмунлар хитай билән мунасивәтлик, лекин пүтүнләй хитайға аит мәзмунларла әмәс."

У йәнә, "нурғунлиған хәвәрләр асиядики башқа дөләтләр билән мунасивәтлик. Униңдин башқа йәнә, яврупа вә америкиға аит хәвәрләрму көп. Хитай һөкүмити һазир пәқәт бизниңла тор бетимизни әмәс, һәтта әнгилийә б б с хәвәрләр тор бетини вә шундақла башқа хәлқара мәтбуат тор понкитлириниму тосушқа урунмақта. Хитай һөкүмитиниң өз пуқралирини хәлқара мәтбуат хәвәрлиридин мәһрум қилиши бәкму йолсиз бир иш," деди.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилати тәрипидин ечилған хитайчә тор бәт бейҗиң һөкүмити тәрипидин тәкрар тақивитилди

Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң 30 ‏- май күни елан қилған баянатида көрситилишичә, мәзкур тәшкилатниң хитай йезиқидики бу тор бети дәсләптә 5 ‏- айниң 3 ‏- күни ечилиши биләнла хитай һөкүмити тәрипидин дәрһал тақивитилгән. Шуниң билән 5 ‏- айниң 25 ‏- күни мәзкур тор бәт интернет тор йоллирини өзгәртиш арқилиқ, йәнә бир қетим ечилған. Лекин 5 саәттин 8 саәткичә болған арилиқта, йәнә бир қетим хитай даирилири тәрипидин тосувелинған.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң баянатчиси блосер әпәнди хитай һөкүмитиниң һечқачан өз әмәлий һәрикити арқилиқ чегрисиз мухбирлар тәшкилати билән болған мунасивитини яхшилашни ойлимайдиғанлиқини көрсәтти: " биз бу йил 1‏- айда хитайға берип, хитай даирилири билән рәсмий сөһбәттә болған идуқ. Сөһбәт җәрянида, биз өзимизниң бир қисим тәләплиримизни оттуриға қойған идуқ. Хитай һөкүмити бизниң түрмидики мухбирларни қоюп бериш һәққидә оттуриға қойған тәләплиримизгә мақул болған иди. Лекин улар та һазирғичә техи өз вәдисини орундимиди."

Чегрисиз мухбирлар тәшкилати башқа хәлқара җәмийәтләр билән бирликтә 8 түрлүк тәләпни оттуриға қоймақчи

Хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң баянатчиси сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң әйни чағда кишилик һоқуқни яхшилашта, олимпик хәлқара җәмийитигиму нурғунлиған вәдиләрни бәргәнликини, лекин олимпик йиғинини ечиш һоқуқини қолға кәлтүргәндин кейин йәнила өз билгинини қилип йүргинини тәкитләп, " һазир мана 2008 ‏- йили ечилидиған олимпик йиғиниға йәнә бир йилдин азрақла вақит қалди. Лекин хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисидә, һечқандақ өзгириш болмиди. Шуңа чегрисиз мухбирлар тәшкилати башқа хәлқара җәмийәтләр билән бирликтә 8 түрлүк тәләпни оттуриға қоюп, хитай һөкүмитидин мәзкур җайдики кишилик һоқуқни яхшилашни қаттиқ тәләп қилмақчимиз" дәп билдүрди.

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатиниң баянатчиси сөзиниң ахирида йәнә мундақ деди: " биз һәрқандақ ишта очуқ ‏- ашкара болушни халаймиз. Хитай һөкүмити билән йәнә бир қетим диалог елип барсақму болиду. Лекин шуниси ениқ болсунки, диалог елип бериш билән, тәнқидни тохтитип қоймаймиз. Әгәр хитай һөкүмити өзиниң интернеткә болған контроллуқини давамлиқ һалда елип баридикән, ундақта бизму изчил һалда уларни тәнқидләймиз."

Хитай һөкүмитиниң чегрисиз мухбирлар тәшкилати тәрипидин ечилған тор бәтни тәкрар тақивитишидики сәвәбләр

Радиомизниң зияритини қобул қилған франсийидә турушлуқ хитай димократчиси чәй зуңго әпәнди хитай һөкүмитиниң чегрисиз мухбирлар тәшкилати тәрипидин ечилған тор бәтни тәкрар тақивитишидики сәвәбләр һәққидә тохтилип мундақ деди: "чегрисиз мухбирлар тәшкилати дуняда әң даңлиқ һөкүмәтсиз тәшкилатларниң бири болуп, униң асасий вәзиписи зиянкәшликкә учриған мухбирларни қутқузуш вә ахбарат әркинликини қоғдаштур."

Чәй зуңго әпәнди йәнә, "чегрисиз мухбирлар тәшкилати болупму хитайдики вәзийәткә техиму бәк көңүл бөлмәктә. Улар болупму хитайда қолға елинған мухбирлар мәсилисидә шундақла хитай даирилириниң интернет тор бәтлирини халиғанчә тосиватқанлиқи һәққидә хитай һөкүмитини изчил тәнқидләп кәлгән. Хитайдики мухбирларниң һәммиси дегидәк мәзкур тәшкилатни обдан билиду. Униң тәсири һәқиқәтән күчлүк. Уларниң хитайдики ахбарат әркинликигә болған мәйдани һечқачан өзгәрмигән. Шуңа хитай һөкүмити чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң һәр бир һәрикитидин бәкму еһтият қилиду," деди.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң бу қетим елан қилған баянатида көрситилишичә, хитайда һазир һөкүмәт тәрипидин тақивитилгән тор бәтлириниң сани нәччә он миңдин ашқан икән. Америка һөкүмитиниң бу йилқи йиллиқ доклатида хитайдики кишилик һоқуқниң интайин начарлашқанлиқи тәкитлиниш билән бир вақитта, " хитай интернет тор бәтлирини тосушта, дуня буйичә биринчи орунда туриду" дәп көрситилгән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.