Хитайда ахбарат әркинлики таза боғулуватқан минутларда " мухбирлар байрими" тәбрикләнди
2007.11.09
2007- Йили 8- ноябир хитайда 8- қетимлиқ мухбирлар байрими тәбрикләнгән болуп, бу 2000 йили 8- ноябир хитайда тунҗи мухбирлар байрими тәбриклигәндин буянқи 8 - қетимқи мухбирлар байримидур. Әмма -хитайда мухбирлар байрими тәбриклиниватқан минутларда, хитайда ахбарат әркинлик барму? мәзкур байрамда немә тәбрикләнди? дегән соаллар ихтиярсиз хиялиңиздин кечип өтиду.
8- Ноябир әтигән әтигән хитайдики "мухбирларни байрими" күни, хитай ташқи ишлар баянатчиси лю җийәнчав бейҗиңда мухбирлар күтүвелиш йиғинида, хитайда мухбирларниң әркин ахбарат игиләш ишлириниң толуқ капаләткә игә икәнликини билдүргән.
Мухбирлар: " һәр даим назарәт қилғучиларниң қара көләңгиси әтрапиңизда айлинип йүргәнликини көрисиз"
Радиомиз игилигән мәлуматларға қариғанда, өз исмини ашкарилашни халимиған бир хитай мухбирниң билдүргәнлири лю җийәнчавниң ейтқанлириниң хитайдики ахбарат әркинликигә айит реаллиққа анчә уйғун әмәсликини испатлап турмақта. Мәзкур хитай мухбирниң билдүрүшичә, хитай ичидә һөкүмәт аңлашни халимайдиған нуқтиларда туруп хәвәр беридиған ахбаратчилар бихәтәрлики давамлиқ тәһдит астида икән.
У мундақ дәйду: болупму бизгә охшаш һөкүмәт аңлашни халимайдиған тәрәптә туруп хәвәр беридиған мухбирлар, һәр даим назарәт қилғучиларниң қара көләңгисиниң һөкүмәт күчлири вә қара җәмийәт арқилиқ әтрапиңизда айлинип йүргәнликини көрисиз. Мушундақ әһвалларда, көпинчә ахбарат агентлиқлири мухбир тәрәптә турмайду. Мениң бир нәчә достлириму шундақ әһвалға йолуқти."
У йәнә мухбирларниң башқиларниң мәнпәәти үчүн оттуриға чиқидиғанлиқини, әмма мухбирларниң һоқуқи дәхлигә учриса, һечкимниң уларниң һоқуқини қоғдиялмайдиғанлиқини билдүрди.
Бир һөкүмәт мухбири ": мәндә бундақ байрамлар һәққидә һечқандақ тонуш йоқ"
Әмма хитай һөкүмәт ахбарат органлири бәргән мухбирлар байрими һәққидики хәвәрләрдә хитайда мухбирларниң қәдирлинидиғанлиқи тәкитлинип, уларниң турмушиға утуқ, тенигә саламәтлик тәләп һәр хил мәлуматларни тарқитиватқан пәйтләрдә, биз, бу һәқтә һазир хитайда мухбирлиқ хизмити билән шуғуллиниватқан ахбарат хадиминиң өз байримиға қандақ қарайдиғанлиқи билип беқиш үчүн хитай шинхуа ахбарат агентлиқиға телефон урдуқ.
" Мухбирлар байрими" сиз үчүн қандақ әһмийәткә игә дәп сориған султанимизға җаваб беришни рәт қилған һөкүмәт ахбарат хадими: "әң яхшиси сиз агентлиқимиз бүгүн елан қилған мақалға қарап беқиң" дәп җаваб бәрди.
- Бүгүн силәр мухбирлар байримини тәбриклидиңлар. Бу байрам хитайдики мухбирлар үчүн қандақ әһмийәткә игә?
- Әң яхшиси сиз шинхуа агентлиқи елан қилған мақалға қараң. Бүгүн көрәләйсизғу дәймән.
- Сиз бу байрамға қандақ қарайсиз?
- Мән буниңға башқичә қарап кәтмәймән.
- Бу әсли силәрниң байримиңлар әмәсмиди?
-Шундақ.
- Сиздә бу байрамға нисбәтән һечқандақ тонуш вә һечқандақ тәсират йоқму?
- Һечқандақ тәсират йоқ һазир бундақ байрамлар һәққидә биздә һечқандақ тонуш йоқ.
Немә учун дәп сориған соалимизға у йәнә у "һечнемә учун. Чүнки һазир хизмәт алдираш. Йеңи йил вә башқа байрамларғиму чолиси тәгмигән йәрдә бундақ байрамларға анчә қилип кәтмәймиз"дәп җаваб бәрди вә соаллиримизға изчил җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрүп телефонни қоювәтти.
Һазир хитайда онлиған мухбир түрмидә ятмақта
Вәһаләнки, юқирида биз сөзләшкән һөкүмәт мухбириға нисбәтән һечқандақ әһмийәткә игә болмиған "мухбирлар байрими"өз кәспи үчүн түрмидә йетишқа мәҗбур болған нурғун язғучи вә мухбирларни өз ичигә алған қәләмкәшләр бу байрам башқичә мәзмунға игә болуп, әпсуски улар өз байрими тәбриклиниватқан минутларда хитай түрмисидә азаб чәкмәктә.
Дәрвәқә һазир хитайда онлиған мухбир түрмидә йетиватқан болуп, баш штаби парижға җайлашқан "чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң" ахбаратиға қариғанда һазир хитайда 33 нәпәр мухбир түрмидә йетиватқан болуп, бу йили йеңидин йәнә нурғун мухбирлар зораванлиққа учриған ве бир мухбир һаятидин айрилған.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати": хитай вәдисидә турмиди"
Хәлқара олимпик комитетиниң хитайға 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпикигә саһибхана болуш һоқуқини беришиду, әйни вақитта хитай һөкүмити хәлқара җәмийәткә "ахбаратқа қаритилған чәклимини елип ташлаш" һәққидә бәргән вәдиси муһим салмақни игилигән иди 2001 - йили, хитай олимпик саһибханлиқини талиши комитетиниң баш секретари ваң вәй, хәлқара ахбарат васитилириниң, 2008 - йили хитайда әркин ахбарат елип баралайдиғанлиқи һәққә вәдә қилған.
Шу мунасивәт билән, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бу йил авғустта бир доклат елан қилип, хитайниң өз вақтида олимпик комитетиға бәргән вәдисидә турмиғанлиқини мисаллар билән паш қилған болуп, мәзкур тәшкилат йәнә 6 - ноябир хәлқаралиқ олимпик комитетидин хитайда йүз бериватқан кишилик һоқуқ вә ахбарат әркинлики дәпсәндичиликигә инкас қайтурушни тәләп қилди.
Софий ричардсон ханим: лю җийәнчавниң җаваби "һәқиқәтән кимликиңизни қистайду"
Һалбуки, 6 - ноябир хитай ташқи ишлар министирлики елип барған мухбирларни күтүвелиш йиғинида хитай ташқи ишлар баянатчиси лю җийәнчав, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң мәзкур доклатиға рәддийә берип: бундақ баһаларни бериш кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиға охшаш тәшкилатлар өз алдиға елип баридиған иш әмәс" деди.
Лю җийәнчавниң сөзлириниң күлкилик икәнликини билдүргән, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң муавин директори софий ричардсон ханим, һөкүмәтниң шундақ әйибләшләргә бәргән җаваби "һәқиқәтән кимликиңизни қистайду" дәп җаваб бәрди.
У йәнә мундақ деди: "у мухбирларниң өзи халиған темида хәвәр беришиға тосқунлуқ қилидиған, һәтта йәнә, өзи мақуллиған бәлгилимиләргә өзи риайә қилмайдиған бир һөкүмәтниң вәкили болуп, униң хитайдики ахбарат әркинликини әйибләп елан қилинған доклатқа нисбәтән бу йәрдә чәтәл ахбарат һоқуқи оргининиң бирнәрсә дәйдиған һоқуқ йоқ дейиши бир муғәмбәрлик."
У билдүрүшичә йәнә, хәлқара ара олимпик комитетиниң ахбарат әркинлики җәһәттә хитайға йетәрлик бесим ишләтмигәнликини, шуңа кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатниң хитайда йүз бериватқан мәтбуат әркинлики мәсилигә көңүл болуватқанлиқини билдүрүш учун шу хилдики доклатни елан қилғанлиқни билдүрди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- яху интернет ширкити, америка дөләт мәҗлиси вә ши тавниң аилисидин әпу сориди
- Дуня кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайда ахбарат әркинлики изчил қамал қилиниватқанлиқини оттуриға қойди
- Рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлисидә уйғур аяллар вә балилар әткәсчилики тоғрисида испат бәрди
- Рабийә қадир ханим, 10 - нөвәтлик хәлқара кишилик һоқуқ һөҗҗәтлик филим фестивали баһалаш комитетиниң әзалиқиға сайланди
- Әркинлик сарийи: хитайда мустәбитлик түзүми демократийә тәрәққиятиға тосалғу болуватиду
- Заманимизда хәлқниң учур әркинликини чәкләш бир тәтүр еқим
- Хитай һөкүмити мәтбуат контроллуқини күчәйтмәктә
- Хитай демократлири әмди чәтәлләрдә туруп немә иш қилалайду?
- Америка дөләт мәҗлис әзалири бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш қанун лайиһиси сунди
- Чигрисиз мухбирлар : хитай ахбарат әркинликигә капаләтлик қилиш вәдисини орундимиди
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң ахбарат контроли сияситини музакирә қилди
- Қарши елишқа еришиватқан уйғур телевизийиси