Германийә мухтәр тиливалдини хитайға қайтурди
2006.07.13
Бүгүн 7 – айниң 13 – күни, германийә һөкүмити мухтәр тиливалди исимлик бир уйғурни хитайға қайтурди. Мухтәр тиливалди үрүмчидин болуп, 1998 – йили германийигә келип сиясий панаһлиқ тилигән. Һазирға қәдәр германийиниң Meinz дегән шәһридә яшап кәлгән.
Д у қ баш катипи долқун әйса әпәндиниң бәргән мәлуматиға асасланғанда, мухтәр тиливалдиниң сиясий панаһлиқ тәлипи изчил рәт болуп кәлгән. Сәвәби, өзиниң сиясий салаһийитигә германийә даирлирини ишәндүрәлмигән. Тәхминән 2001 – йили ахирқи қетим рәт кәлгәндин башлап һазирға қәдәр, германийидә қанунсиз яшиған. Олтурум иҗазәтнамисиму болмиған. Германийә сот мәһкимилиригә наразилиқ әрзиму язмиған.
Бундин үч һәптә илгири, германийә сақчи даирилири мухтәр тиливалдини тутуп, уни хитайға қайтип кетишни рәт қилғанлиқ вә һазирға қәдәр нопузсиз яшиғанлиқ гунаһи үчүн турмиға солиған. Бу вәқәдин хәвәр тапқан д у қ хадимлири мәхсус адвукат тутуп, униң хитайға қайтурулуп кетишиниң алдини елиш үчүн паал һәрикәт қилған. Бу ишқа хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хәтәр астидики милләтләрни қутқузуш тәшкилати вә башқа инсан һәқлири тәшкилатлириму арилишип, мухтәр тиливалдиниң хитайға қайтурулуп кетишниң алдини елишқа ортақ күч чиқарған. Әмма германийә сот мәһкимисиниң ахирқи қарарини өзгәртиш мумкин болмиған.
Мухтәр тиливалди бүгүн германийә вақти саәт 12 билән икки нәпәр германийә сақчисиниң назаритидә айрупилан билән бейҗиңға йолға селнған.
Мухтәр тиливалдиниң адвокатиниң ейтишичә, униң хитайға қайтурулишиниң алдини елиш үчүн қоллиниш мумкин болған әң ахирқи чарә германийә пирездентиниң яки парламентиниң мәхсус сиясәт бәлгиләп чиқарған қарариға еришиш икән. Әмма нөвәттә буниң мүмкинчилики йоқ икән.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәмдин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай германийидин өткүзүвалмақчи болған уйғур диний зат, җуңго һөкүмәт хадими икәнликини рәт қилди
- Һүсәнҗан җелил мәсилиси рус тилидики мәтбуатларда
- Һүсәнҗан җелилниң хитайға қайтурулиши, канада даирилириниң наразилиқини қозғиди
- Һүсәнҗан қарим, өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға қайтуруп берилди
- Д у қ қазақистан һөкүмитиниң қилмишлириға қарита һәрикәт қолланмақта
- Қазақистанда қолға елинған икки уйғурниң аяли йолдашлириниң хитайға қайтурулғанлиқини ейтти
- Канада һөкүмити дипломатик йоллар арқилиқ һөсәйин җилил мәсилисидә өзбекистанға бесим ишләтмәктә









