Түркийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
2004.10.01
Хитай дөләт байрими болған бүгүнки күндә, түркийидики уйғурлар вә түрк қериндашлар хитайниң уйғур елини бисивалғанлиқиниң 55 йиллиқи мунасивити билән, хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзди вә хитай әлчиханиси алдиға қара гүлчәмбирәк қойди.
Шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ тәшкилати уюштурған бу намайишқа түркийә кадирлар уюшмиси вәкиллири, түркийидики һәрқайси сиясий партийиләрниң вәкиллири, әнқәрә, истанбул вә қәйсиридә яшаватқан уйғурлар қатарлиқ көплигә кишиләр қатнашти.
; ; ; ; ; ; ;
; ; ; ; ; ; ;
; ; ; ; ; ; ;
Улар ай юлтузлуқ көк байрақ вә ай юлтузлуқ қизил байрақни көтүрүп, "шәрқий түркистанға әркинлик", хитайлар шәрқий түркистандин йоқалсун", рабийә қадир немишқа һазирғичә түрмидә?", "у йәрниң исми шинҗаң әмәс, шәрқий түркистан" дәп шуарларни товлиди. Шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқи сийит түмтүрк әпәнди мухбирларға баянат бәрди.
Буниң тәпсилатини түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
- Америкида хитайға қарши намайиш өткүзүлди
- Түркийидә инсан һәқлири йиғини ечилди
- Абдулла гүл түркийә хитай мунасивәтлири үстидә тохталди
- Түркийә явропа бирликигә кириш тиришчанлиқида илгириләш болди
- Түрколог, уйғуршунас шинас бекин вапат болди
- Түркийидә бәшинчи нөвәтлик хәлқаралиқ түркологийә йиғини ечилди
- Шәрқий түркистан һәмкарлиқ вә мәдәнийәт җәмийити миннәтдарлиқ билдүрүш паалийити уюштурди
- Қарамайда ишқа орунлишиштики тәңсизликкә қарши намайиш өткүзүлди