Голландийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди


2004.12.08

Хитай һөкүмити яврупа бирликиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиш тәлипини күчәйтип, хитайға қаритилған 15 йиллиқ қорал чәклимисини бир сиясий кәмситиш дәп билдүрмәктә вә шуниңдәк дәрһал яврупа бирликини мәзкур чәклимини бикар қилишқа қистимақта.

Бирақ, хитайниң бу тәлипиниң әмәлийәткә уйғур кәлмәйдиғанлиқини, хитайниң кишилик һоқуқни еғир дәриҗидә дәпсәндә қиливатқан бир дөләт икәнликини, 1989 - йили тйәнәнмин оқуғучилирини қанлиқ бастуруш һәрикитиниң хитай хәлқи қәлбидин өчмигәнликини билдүргән кишилик һоқуқ вәкиллири, яврупа бирликидин хитайниң қорал имбаргосини бикар қилиш тәлипини рәт қилишни тәләп қилди.

Бу мунасивәт билән, 8 – декабир голландийидә яшаватқан уйғур, тибәт вә моңғоллар намайиш өткүзди.

Төвәндә намайишқа қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алептекин, голландийә шәрқий түркистан вәқпиниң рәиси бәхтияр шәмшидин қатарлиқ кишиләр билән өткүзгән сөһбәтни диққитиңларға сунимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.