Түркийидә инсан һәқлири күни мунасивити билән намайиш өткүзүлди
2004.12.10
Бүгүн 10 – декабир күни дуня инсан һәқлири күни. Бу мунасивити билән түркийидики уйғурлар вә түркләр, шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ җәмийитиниң орунлаштуриши билән хитайға қарши намайиш өткүзди.

Әнқәрә шәһриниң ғази осман паша мәһәллисидики хитай әлчиханиси вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әнқәрәдики бинаси алдида өткүзүлгән өткүзүлгән намайишқа 400 километир йолни бисип түркийиниң қәйсиридин вә әнқәрә шәһиридин кәлгән йүзләрчә намайишчилар қатнашти.
Намайишқа йәнә түркийидә 350 миңға йәқин әзаси болған түркийә кадирлар уйғурмиси башлиқи бирҗан ақйилдиз әпәнди вә башқа аммиви тәшкилатларму қатнашти. Бирҗан ақйилдиз намайишқа кәлгәнликидики мәқситини сөзләп, хитайларниң уйғурларға қиливатқан зулуминиң инсан қилипидин ашқанлиқини ейтти.
Намайишчилар "шәрқий түркистанға мустәқиллиқ", "уйғурларға әркинлик", "уйғур тили өлмисун", "бирләшкән дөләтләр тәшкилати ухлима" дегәндәк шуарларни толап, хитай әлчиханиси вә б д т ниң әнқәрәдики бинаси алдида намайиш өткүзди.
Буниң тәпсилатини түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғурларниң қол һүнәрвәнчилик буюмлири түркийидә йәрмәнкидә қоюлди
- Голландийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
- "Көк байрақ" җорнили 11 йиллиқини тәбриклиди
- Тибәтлик оқуғучилар чиңхәйдә намайиш өткүзди
- Германийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
- Түркийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
- Қарамайда ишқа орунлишиштики тәңсизликкә қарши намайиш өткүзүлди