"Хитай маллириға қарши сәддичин сепили ясайли"


2005.04.22
Tokumiqilik_Sanaetqiler_Hit.jpg
Намайишчилар һәр хил лозункиларни көтүрүшүп, наразилиқини билдүрмәктә.Әркин тарим фотоси

Тоқумичилиқ саһәсидики аммиви тәшкилатлар вә ишчилар уюшмисиниң тәшкиллиши билән, түркийиниң истанбул шәһиридә хитай тоқумучилиқ мәһсулатлириниң тәһдидигә қарши аммиви намайиш уюштурулди.

Түркийиниң истанбул шәһиридә тоқумичилиқ саһәсидики аммиви тәшкилатлар вә ишчилар уюшмисиниң уюштуруши билән, хитай тоқумичилиқ мәһсулатлириниң тәһдитигә қарши аммиви намайиш уюштурулди.

Намайишқа қатнашқан ишчилар "хитай маллириниң явропаға киришини тохтитайли", хитай маллириға қарши сәддичин ясайли" дегәндәк шоарларни товлашти.

Истанбулдики кийим – кечәк саһәсидики тәшкилат җәрянида явропа бирликигә факс йоллап, 25-април ичилидиған йиғинда хитай тоқумичилиқ маллирини үнүмлүк тосиялайдиған қарар елишни тәләп қилди.

Намайиш йетәкчилири сөзлиридә хитай маллири сәвәбидин бултур явропада 165 миң кишиниң ишсиз қалғанлиқи, бу санниң бу йил бир милйонға йетиши мумкинликини алаһидә тәкитләп, түркийә тоқумичилиқ саһәсидики үч милйон ишчиниң тәқдиригә мунасивәтлик бу мәсилидә дөләтниң вә явропа бирликиниң үнүмлүк тәдбир қоллиниши керәкликини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.