700 Дин ошуқ хоңкоңлуқ ахбарат әркинликиниң боғулушиға қарши намайиш қилди
2005.08.01
700 Дин ошуқ хоңкоңлуқ йәкшәнбә күни хоңкоң арилиниң шәһәр ичидә йол бойи намайиш қилип меңип, хоңкоң мәмурий алаһидә районлуқ һөкүмәт бинаси алдиғичә кәлди.
Намайишчилар йол бойи "сөз әркинликини қоғдайли, електир долқуни қойиветилсун" дегәндәк шуарларни товлап маңди һәмдә хоңкоңдики даңлиқ телевизийә риясәтчиси хуаң йүмиңни қоллайдиғанлиқини билдүрүшти. Хуаң йүмиң хоңкоң сода телевизийә истансисиниң сиясий еқим мәсилилири программисиниң даңлиқ риясәтчиси болуп, у программисида давамлиқ хоңкоң һөкүмәт әмәлдарлири билән хитай чоң қуруқлуқиниң сияситини тәнқид қилатти. Лекин бу йилниң бешида мәзкур телевизийә истансиси техника сәвәнликини баһанә қилип, хуаң йүмиң билән түзгән хизмәт тохтамини бикар қилди.
Сөз вә ахбарат әркинлики-хәлқ өзи тиришип қолға кәлтүридиған нәрсә.
Шундақла бу қетимқи намайишқа хуаң йүмиң өзиму қатнишип, гәрчә өзи һазир телевизийә программисиға риясәтчилик қилалмисиму, лекин өзиниң йәнила бурунқиға охшаш аммиви сорунларда өз көз қаришини давамлиқ оттуриға қойиверидиғанлиқини билдүрди.
Хуаң йүмиң сөзидә, сөз вә ахбарат әркинликиниң, чоқум кишиләр өзи тиришип қолға кәлтүридиған нәрсә икәнликини билдүрүп, өзиниң мәйданида чиң турушниң һазирқи хоңкоңда һәтта түрмигә ташлиниш хәвпи бар болған бир әһвал икәнликини, әмма буниңдин ваз кечишниң яман ақивитини тәсәввур қилғили болмайдиғанлиқини әскәртти.
Хоңкоңдики сөз әркинлики бошлуқи барғансери кичиклимәктә
Хоңкоңдики мухбирлар кеңишиниң муавин рәиси доктор тән зичяң бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилип, 1997 - йилдин кейин йәни хоңкоң хитайға қайтурулғандин кейин, хоңкоңниң ахбарат вә сөз әркинлики бошлуғиниң барғансери кичикләп меңиватқанлиқини һәмдә бу һәммә хоңкоңлуқларға айдиң мәсилә икәнликини билдүрди. У мундақ деди:
"Хоңкоңдики сөз әркинликиниң һазир тәсиргә учраватқанлиқи һәммимизгә ениққу. Биз техи йеқинда хоңкоңдики сөз әркинлики һәққидә йиллиқ доклат елан қилдуқ. Униңда хоңкоңдики сөз әркинлик бошлуқиниң ениқ һалда кичиклитилгәнлики йезилған. Бу, һечким инкар қилалмайдиған бир һәқиқәт. Һазир пүтүн җәмийәт кәйпияти бурунқиға селиштурғанда көп начарлап кәтти".
У йәнә, нөвәттики радио тарқитиш техникиси бойичә, техиму көп қанални ечиветишкә һәмдә ахбарат вә сөз әркинлики бошлиғини техиму кеңәйтишкә тамамән болидиғанлиқини әскәртти. У мундақ деди:
"Бизниң нөвәттики телевизийә техникимиздин қариғанда, һазирла 50-60 телевизийә истансиси қанилини ечишқа болиду. Лекин һөкүмәт бундақ қилмастин һазирғичә, бурунқи әнглийә мустәмичилики вақтидики кона усулни қоллиниватиду. Шуңа хәлқниң һазир ‘електир долқуни қойиветилсун дәватқини шу. Чүнки қанчә көп ушшақ телевизийә истансисилири болса сөз әркинликиму шунчә җиқ капаләткә игә болмамду".
Хоңкоң һөкүмити хитайниң тәшвиқати билән қашилишип қелишни халимайду
Доктор тән зичяң хоңкоң һөкүмитиниң бундақ қилишни халимайдиғанлиқини, чүнки телевизийә истанса қанилиға охшаш бундақ аммивий мәнбәни тосап қалғанда, һөкүмәтниң хәлқниң сөз әркинликигә болған контроллуқини күчәйтишигә асан болуп, хитай һөкүмитиниң тәшвиқати билән қаршилишип қалмаслиққа пайдиси тегидиғанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә йәнә, хоңкоңдики радио-телевизийә истансисилири һөкүмәт билән һәр 6 йилда бир тохтам түзидиған болуп, бу һөкүмәтниң ахбарат орунлирини контрол қилиштики чарилириниң бири икән. Һазир хоңкоңда 3 чоң телевизийә истансиси қанили бар болуп, буниң арисидики хоңкоң телевизийә истансиси һөкүмәткә қарайдикән, қалған иккиси болса чоң малийә гуруһлириниң контроллуқида икән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Үрүмчидә сахта ахбаратларни қәти тосуш һәққидә муһакимә йиғини ечилди
- Уйғурлар, канаданиң дөләт байримида бир кишилик орун игилиди
- Хитай һөкүмити интернеткә болған контроллуқини техиму күчәйтти
- Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати, хитай һөкүмитини қолға алған язғучи вә мухбирларни қоюп беришкә чақирди
- Хитай һөкүмити мәтбуатларға болған контроллуқни йәниму күчәйтти
- Хитай вә уйғур елидики мухбирлар түрлүк бесим вә зиянкәшликкә учримақта