Кишилик һоқуқ тәшкилатлири ху җинтавниң америка зиярити җәрянида намайиш уюштурмақчи


2005.08.29

Хитай дөләт рәиси ху җинтав 5 -сентәбирдин 17 - сентәбиргичә америка, канада вә мексикини зиярәт қилмақчи. Шундақла у америкидики зияритидә йәнә ню-йоркта өткүзилидиған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 60 - қетимлиқ алий йиғиниға қатнишиду.

Буниңдин авал америка ташқи ишлар министири кондолиза райс ханим бу йил -3 айда хитайға зиярәткә бериштин бурун, хитай даирилири атағлиқ уйғур паалийәтчиси рабийә қадирни түрмидин бошитип, уни америка һөкүмитигә тапшуруп бәргән иди. Дәл мушу сәвәбтин бир қисим америка әмәлдарлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири, ху җинтавниң америкиға қилидиған зияритидин бурунму, хитай һөкүмитиниң бәзи сиясий мәһбусларни қоюп беришидин үмид күткән. Гәрчә һазир хуниң сәпиригә аз вақит қалған болсиму, лекин һечқандақ бир кишиниң қоюп берилидиғанлиқи тоғрисида шәпә көрүлмиди.

Намайишта кишилик һоқуқ мәсилиси муһим орунда туриду

Хуниң америка зиярити мунасивити билән, нөвәттә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америкидики шөбиси, хәлқара тибәт һәрикити, америка уйғур бирләшмиси вә фалун дафа тәшкилати бирликтә 7 - сентәбир күни йәни, америка президенти җорҗ буш ху җинтав билән көришидиған күни, ақ сарай алдида намайиш өткүзүшни пиланлимақта.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң асия бөлүми башлиқи т. Кумар, бу қетимлиқ намайишни уюштуруштики мәқситини тонуштуруп, хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисиниң муһим орунда туридиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

" Бизниң хитайға аит әндишә қилидиған бир қанчә темилиримиз бар. Лекин әң асаслиқи биз бу қетим буш һөкүмитини, олимпик тәнһәрикәт йиғинидин бурун, хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини илгири сүридиған ениқ бир вақит җәдвилини бекитишкә үндәймиз. Шуңа биз буш һөкүмитиниң бу қетимлиқ пурсәттин обдан пайдилинип, ху җинтавға һәммә мәсилиләрни оттуриға қоялмисиму, бәзи муһим мәсилиләрдә бесим ишлитишини үмид қилимиз".

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бушни уйғур мәсилисини тәкитләшкә чақирди

Т. Кумар сөзидә йәнә, президент бушниң худин, америкидики яки хәлқарадики мустәқил тәшкилатларниң, хитайлар тәрипидин назарәткә елинған тибәтләрниң бәнчән ламасини зиярәт қилишқа йол қоюшини тәләп қилидиғанлиқини билдүрди. Шундақла у бу қетим йәнә, уйғур сиясий мәһбуслириниң өлүм җазасиға һөкүм қилиниши, пиланлиқ туғут сияситидики мәҗбурий бала алдуруш вә диний контроллуқ мәсилилириниму тәкитләйдиғанлиқини ейтти. У мундфақ деди:

"Очуқки йәнә бирси шинҗаң мәсилиси. Шинҗаңда елип бериливатқан бастуруш һәмдә бу йәрдики сиясий мәһбусларниң вәзийити вә уларниң өлүм җазасиға тартилиш әһвали қатарлиқларни тәкитләймиз. Буниңдин башқа йәнә, фалунгоңчиларниң вәзийити, диний бастуруш вә мәҗбурий бала алдуруш әһваллириниму оттуриға қойимиз".

Т. Кумар уларниң бу қетим мәзкур тәләпләрни ху җинтавға әмәс, бәлки бушқа сунидиғанлиқини, шундақла буштин ху билән өткүзгән сөһбитидә бу мәсилиләрни оттуриға қоюшни тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.

Ваң лечүәнниң рабийәгә чаплиған төһмәтлири ақлиниши керәк

Бу намайишқа йәнә америка уйғур бирләшмисиму тәйярлиқ көриватқан болуп, мәзкур бирләшмә тәтқиқатчиси бен карлос радиомизниң зияритини қобул қилип, уларниң бу қетимлиқ намайиш арқилиқ хитай рәиси ху җинтавға, америкидики уйғурлар вә шәрқий түркистанлиқларниң, уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң начарлиғидин толиму ғәзәплинидиғанлиқини билдүрүш икәнликини ейтти. У мундақ деди:

" Уйғурларниң хитайда очуқ-ашкара һалда хитай һөкүмитигә қарши намайиш өткүзүш имканийити йоқ дейәрлик. Шуңа биз америкидики уйғур җамаитиниң бу пурсәттин яхши пайдилинип, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан сияситигә болған наразилиқини тинч йолда ипадилишини үмид қилимиз".

Бен карлос йәнә, президент бушниң ху җинтав билән көрүшкәндә кишилик һоқуқ мәсилилирини, болупму йеқинда хитайниң уйғур елидики партком секритари ваң лечүәнниң, уйғур паалийәтчиси рабийә қадир үстидин чиқарған төһмәтлиригә болған әндишисини ипадилишини үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.

Бу сәпәр ху җинтав үчүн бир чоң дипломатийә синиқи

Ху җинтавниң бу сәпири, униң хитай дөләт рәисликигә тәйинләнгәндин буянқи америкиға қилған тунҗи қетимлиқ зиярити болуп, бу, униң үчүн бир чоң депломатийә синиқи һесаблиниду. Шундақла хуниң бу сәпириниң, униң сиясий истиқбалиға чоң тәсир көрситиши мумкинлики мөлчәрләнмәктә. Чүнки нөвәттә икки дөләт арисида кишилик һоқуқ мәсилисидин башқа йәнә, шималий корийә ядро мәсилиси, иқтисадий маҗира , тәйвән, енергийә вә асия тинч-окян райониниң бихәтәрлики қатарлиқ бир қатар мәсилиләр мәвҗут болуп турмақта.

Сиясий анализчиларниң қаришичә, хитай рәһбәрлик қатлимидикиләр, ху җинтавни партийә хизмәтлиригә маһир һәмдә дөләт ичи сияситини обдан билиду, әмма депломатийә тәҗрибиси йетәрлик әмәс дәп қарайдикән. Шуңа, ху җинтав әгәр бу қетим америкида яхши тәсир қалдуралиса, у чағда униң бейҗиңдики сиясий һоқуқи техиму юқири көтирилидикән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.