Германийә вә норвигийидә хитайға қарши намайиш
2005.10.02
1 - Өктәбир күни, хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 56 йиллиқи вә шинҗаң уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мунасивити билән германийә вә норвигийидики уйғурлар хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзди.
Германийидики намайиш, дуня уйғур қурултийиниң тәркивидики явропа шәрқий түркистан бирликиниң уюштуруши билән мюнхендики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән болуп, буниңға германийиниң һәр қайси шәһәрлиридин кәлгән 100 дин ошуқ уйғур қатнашқан.
Норвигийә уйғур җәмийити болса намайишни норвигийә пайтәхти ослодики хитай әлчиханиси алдида өткүзди. Бу намайишқа 100 ләрчә киши қатнашқан болуп, уйғурлардин сирт йәнә, түркләр, ирақ түркмәнлири вә иран түрклириму қатнашқан.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәмдин аңлаң.