Түркийидики шәрқий туркистан тәшкилатлири инсан һәқлири күни мунасивити билән паалийәт өткүзди


2005.12.12
insan-heqliri-kuni.jpg
Намайиштин бир көрүнүш Техиму көп рәсим>>

Түркийидә 1948-йили 12-айниң 10-күни елан қилинған дуня инсан һәқлири хитапнамисиниң 47-йиллиқи мунасивити билән һәрхил паалийәтләр өткүзүлди. Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси әнқәрәниң мәркизи райони болған қизилайда тәшвиқат паалийити өткүзди. Бу паалийәттә хитайдики инсан һәқлири дәпсәндилирини әкис әттүргән рәсимләр көргәзмә қилинип, "шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндилирини биләмсиз?" дегән темида тәшвиқ материяли тарқитилди.

Буниңдин башқа йәнә түркийә парламентиға әвәтиш үчүн уйғурларға әркинликини беришни тәләп қилиш қол қоюш паалийити өткүзүлди. Әтигән саәт 11дин кәчқурун саәт 4 кичә давам қилған бу паалийәткә, түркийидики аммивий тәшкилатларниң мәсуллири, кона парламент әзалири вә авам хәлқ болуп нурғун киши қатнашти.

Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.