Түркийидики уйғурлар қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан әлчиханилири алдида намайиш қилди


2006.05.23

Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити бүгүн 5‏-айниң 23‏- күни, қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан әлчиханилириниң алдида намайиш өткүзүп, бу җумһурийәтләрниң уйғурларға елип бериватқан сияситигә наразилиқ намайиши өткүзди һәм әлчихана хадимлири билән көрүшти.

Әлчиләр билән көрүшкән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сийит тумтүрк әпәнди вә вә әнқәрә шөбиси башлиқи хәйрулла әфәндигил өз арзу тәләплирини уларға йәткүзди. Бу намайишқа түркийәниң әң чоң аммивий тәшкилатлиридин кадирлар оюшмиси вә һәр қайси аммивий тәшкилатлар мәсуллири вә әзалири қәйсәри, истанбул вә әнқәрәдин кәлгән уйғурлардин болуп 100 дин артуқ киши қатнашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.