Җяңшидики икки алий мәктәптә оқуғучилар исян көтәрди
2006.10.26

Хитайниң җяңши өлкиси нәнчаң шәһиридики җяңши гәнҗаң кәспий техника иниститути билән нәнчаң кийим - кечәк лайиһиләш иниститутиниң алий техником кәспий курсида оқуйдиған он миңдин артуқ оқуғучиниң исян көтиришигә мәзкур мәктәпниң алий техником дипломи дөләт тәрипидин етирап қилинмайдиғанлиқи сәвәбчи болди. Хусусийлар башқурушидики бу икки кәспий алий мәктәпниң алий техником кәспий курсидики оқуғучилар алий техником кәспий дипломи дөләт тәрипидин етирап қилинмайдиғанлиқини байқиғандин кейин мәктәп даирилиридин буниңға чүшәнчә беришни тәләп қилип, сәйшәнбә күни йиғилиш өткүзгән. Лекин йиғилиш наһайити тезла исянға айланди.
Намайишчилар арисида уйғурларму бар
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, оқуғучилар мәктәп қорасидики машина вә мәктәп әслиһәлирини уруп - чаққан. Лекин оқуғучилар, уруш - чеқиш вәқәлирини җәмийәттики кишиләр пәйда қилғанлиқини илгири сүрмәктә. Даириләр қораллиқ сақчиларни йөткәп келип, исянни бастурмақчи болғанда оқуғучилар билән сақчилар арисида тоқунуш йүз бәрди. Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, аз дегәндә 20 киши яриланған болуши мумкин.
Мәркизи хоңкоңдики җуңго кишилик һоқуқи вә демократийә мәркизи, 5 кишиниң қолға елинғанлиқини билдүрмәктә. Җуңго кишилик һоқуқи вә демократийә учур мәркизиниң бирләшмә ахбарат агентлиқиға әскәртишичә, намайишчи яшларниң көпчилики аз санлиқ милләт оқуғучилирини асас қилған болуп, уларниң 2000 дәкини уйғур оқуғучилар игилигән.
Намайишчилар җяңшидики башқа алий мәктәпләрдә юқириқи әһвалға охшаш вәзийәттики оқуғучиларни йәкшәнбә күни нәнчаң шәһәр мәркизидә йиғилиш өткүзүшкә чақирмақта. Биз нәнчаңдики уйғур оқуғучилар билән алақилишиш үчүн тиришқан болсақму, лекин һазирғичә алақә қуруш имканийити болмиди.
"Буниң аз санлиқ милләтләр мәсилиси билән һечбир алақиси йоқ"

Җяңши гәнҗяң кәспий техника иниститутиниң бир манҗу қиз оқуғучиси вәқәниң миллий мәсилә билән алақиси йоқлиқини билдүрди. Гәнҗаң кәспий техника иниститутида нурғун уйғур оқуғучилар оқуйдиғанлиқини тәкитлигән бу қиз," бу вәқә диплом мәсилиси билән мунасивәтлик вәқә. Буниң аз санлиқ милләтләр мәсилиси билән һечбир алақиси йоқ" дәйду.
Җяңши кийим - кечәк лайиһиләш кәспий иниститутидики бир хитай қиз оқуғучиниң мухбиримизға әскәртишичә, мәзкүр мәктәптики оқуғучилар дүшәнбә күни мәркизи телевизийә истансисиниң хәвәрлирини көрүвелип, бу мәктәпниң алий техником кәспий дипломини дөләт етирап қилмайдиғанлиқини билгән вә әтиси мәктәп даирилириниң бу әһвалға чүшәнчә беришини тәләп қилған. У, намайишниң тезла исянға айланғанлиқини вә җәмийәттики кишиләрниң мәктәп қорусиға кирип, уруш - чеқиш вәқәси садир қилғанлиқини билдүрди. Бу қиз, " оқуғучилар наһайити һаяҗанлинип кәткән иди. Кейинчә әтраптики пуқралар мәктәп қорусиға кирип булаң - талаң қилди. Компютерлар чеқивитилди. Қиз оқуғучиларниң көңли биарам, оғуллар қолиға яғач тоқмақларни елип булаңчиларға тақабил турмақчи болди. Қизлар кечичә ухлиялмидуқ. Кейинчә бир қанчә йүзлигән сақчилар йетип кәлди. Бүгүн һечқандақ вәқә йүз бәрмиди " дәйду. Униң әскәртишичә, мәктәпниң интернет, телефон алақиси үзүвитилгән, қол телефони алақиси қийинлашқан. У, вәқәдә бир қисим булаңчилар вә шу қатарда бәзи оқуғучиларниң қолға елинғанлиқини билдүрди. Лекин қолға елинғанлар яки яриланғанлар ичидә уйғур оқуғучиларниң бар - йоқлиқи һазирчә мәлум әмәс. юқириқи қиз, сақчиларни мәктәп қорусиға кирип оқуғучиларни бастурди, лекин булаңчиларни көрмәскә салди, дәп әйиблимәктә.
Бир оқуғучи: һәр икки тәрәп бир -бирини чүшәнмигән

Хәвәрләргә қариғанда, гәнҗаң кәспий техника иниститутидики оқуғучилар йәкшәнбә күни нәнчаң 1 - авғуст мәйданида йиғилиш өткүзүп, җяңши һөкүмәт даирилирини оқутуш салаһийитидә мәсилә бар мәктәпләрни бир тәрәп қилиш тоғрисида агаһландурмақчи болған. Гәнҗаң кәспий техника иниститутидики манҗу қизниң әскәртишичә, тәрәпләр диплом мәсилисидә бир - бирини чүшәнмигән болуши мумкин. У, "мениңчә һәр икки тәрәп бир -бирини чүшәнмигән. Оқуғучиларда алий мәктәп имтиһаниға қатнашмай турупла дипломға еришиш хияли бар. Бу йәрдә ишниң асиниға йүгрәштәк роһи һаләт мәвҗүт. Мәктәп тәрәпму әһвални оқуғучиларға ениқ чүшәндүрмигән. Шуңа бу маҗира һәр иккила тәрәпниң бир - бирини чүшәнмәсликидин келип чиққан, дәп қараймән " дәйду.
Нәнчаңдики бир шәхси алий мәктәп оқутқучисиниң радиомиз мухбириға әскәртишичә, нәнчаңда бу түрдики мәктәпләр пулни көзләп, оқуғучиларни көпләп қобул қилмақта. У, мәктәп даирилириниң һәқиқий әһвални оқуғучиларға чүшәндүрмәйдиғанлиқини билдүрди. У, "һәр бир оқуғучи 40 миң йүән пул билән келиши керәк. Бу аз келип қалғандәк һөкүмәт башқурушидики мәктәпләрму бу хил курсларни ечип пул тепиватиду. Кишиләр буни наһайити рәһимсизлик, бәкму рәһимсизлик, дәватиду. Мән ичкиридики мәтбуатларниң буни паш қилмайватқанлиқини чүшәнмидим " дәп көрсәтти. Биз юқириқи икки алий мәктәптики вәқә тоғрисида шу җайдики сақчи идариси вә мәктәп даирилиригә телефон қилип, әһвални сүрүштүргән болсақму, лекин улар суаллиримизға җаваб беришни шундақла вәқәниң раст -ялғанлиқини испатлашни рәт қилди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Үрүмчидә 10 нәпәр оқуғучи җигәр яллуғи кесили түпәйлидин мәктәптин қоғливитилди
- Хитай вә уйғур елидә оқуғучиларниң өзини өлтүрүвелиш әһвали барғансери еғирлашмақта
- Али мәктәптә оқуған көплигән оқуғучилар пушайман қилмақта
- Оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәс болмақта
- Оттура мәктәп оқуғучилири җәмийәт, аилә вә мәктәптин немиләрни күтиду?
- Хитайда алий мәктәпләрниң оқуш һәққи 20 йил ичидә 25 һәссә өсүп кәтти
- Бу йил оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәскә чүшмәктә
- Хитайдики даңлиқ бейҗиң вә чинхуа университетлириниң инавити тәврәнмәктә