Рабийә қадир ханим торонтода хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән өткүзүлгән намайишқа қатнашти


2006.12.10
namayish-kanada-200.jpg

10-Декабир хәлқара инсан һәқлири күни болуп, бу күндә дунядики көплигән инсан һәқлири тәшкилатлири түрлүк шәкилдики паалийәтләрни өткүзди.

Дуня уйғур қурултийиниң орунлаштурушиға бинаән , хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән америка, канада, шветсийә, норвигийә қатарлиқ бир қисим мәмликәтлиридики уйғурлар хитай әлчилики вә яки консулханилири алдида наразилиқ намайишлири өткүзди.

10-Дәкабир күни америка пайтәхти вашингтондики хитай баш әлчиханиси алдида америка уйғурлири җәмийити намайиш тәшкиллиди. Бунинға вашиңтон әтрапидики бир қисим уйғурлар қатнашти. Намайиш чүштин кейин саәт үчтә башлинип, 2саәттин артуқ давамлашқан.

Өз мухбиримизниң канаданиң торонто шәһиридин бәргән хәвригә асасланғанда, 10-дәкабир күни торонто шәһиридики хитай консулханиси алдида канада уйғур җәмийити, хәлқара кәчүрүм тәшкилати шуниңдәк тибәтләр вә тәйвән мустәқилчилириниң тәшкиллиши билән наразилиқ намайиш өткүзүлгән. Мәзкур намайишқа канадада рәсмий зиярәттә болуватқан дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, дуня уйғур қурултийиниң баш мәслиһәтчиси сидиқ һаҗи рози, канада уйғур җәмийитиниң рәиси мәмәт тохти қатарлиқ көплигән уйғурларму қатнашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.