Ху җинтавниң шветсийә зиярити намайишқа дуч кәлди


2007.06.08

Хитай рәиси хуҗинтавниң шветсийә зиярити мунасивити билән хәлқаралиқ тәшкилат болған хитайдики инсан һәқлири тәшкилати шветсийә шөбисиниң орунлаштуруши билән 6 ‏- айниң7- күни йәни ху җинтавниң шиветсийәгә келиш һарписида шветсийә һөкүмитигә бесим қилиш үчүн хитай һөкүмитигә қарши кәң көләмлик намайиш уюштурди.

Намайишқа қатнашқан тәшкилатлар

Намайишқа, хитайдики инсан һәқлири тәшкилати шветсийә шөбисидин башқа йәнә, шветсийә уйғур комитети, шветсийә моңғул комитети, шветсийә тибәт комитети, хитай демократлири вә фалунгоң тәшкилати қатнашти.

Бүгүнки бу намайишта һәрқайси тәшкилатларниң вәкиллири сөз қилип, өз тәшвиқ варақлирини тарқатти. Булардин сирт шветсийә парламентидики партийиләрдин йешиллар партийиси, хәлқ либераллар партийиси, сентер партийис, сотсиял демократлар партийиси қатарлиқ бир қисим партийиләрниң парламент әзалири сөзгә чиқип, хитайниң -инсан һәқлири әһвалиға даир доклатларни бәрди вә шветсийә һөкүмитини хитай рәиси хуҗинтав билән сөзләшкәндә чоқум хитайдики инсан һәқлири әһвалини тәнқид қилиш керәкликини тәкитлиди.

Шветсийә парламент әзаси б силсийә ханимниң сөзи

Шветсийә парламентидики хәлқ партийисидин болған парламент әзаси б силсийә ханим шветсийә парламентидики уйғур мәсилисигә көңүл бөлидиған йәнә бир парламент әзаси болуп, у бүгүнки сөзидә мундақ дәйду: ¨хитай дунядики әң чоң диктатор дөләт, у йәрдә пуқраларниң һечқандақ әркинлики мәвҗут әмәс, һәммә нәрсә коммунистик партийә тәрипидин башқурулиду. Һәтта кишиләрни коммунистик партийә немини ойлиған болса шуни ойлашқа мәҗбур қилиду. У йәрдә йилда нәччә миң киши бигунаһ һалда һечқандақ адил сот тәртипи болмиған әһвалда түрмиләрдә ятиду. Наһәқ еғир әмгәкләргә селиниду. Пуқраларниң учурлардин пайдилиниш әркинлики қаттиқ чәкләнгән. Кишиләр халиғанчә интернет учурлиридин яки интернет алақилиридин пайдилиналмайду."

Б силсийә ханим йәнә, "у йәрдә -уйғурға охшаш етник милләтләр хитай һөкүмитиниң зәрбә бериш нишани болуп қалған. Уйғурларниң өз тилидин,мәдәнийитидин пайдилиниш яки уларни тәрәққи қилдуруш һоқуқи йоқ," деди.

Намайиш җәрянида силсийә ханим зияритимизни қубул қилип, гәрчә өзиниң уйғурлар һәққидә көп мәлумати болмисиму, әмма шветсийә парламентида башқилар билән бирлишип уйғур мәсилисини көтирип чиқишқа тиришиватқанлиқини билдүрди. (ялқун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.