Германийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
2004.12.10
10 – Декабир күни дуня кишилик һоқуқ күнидур. Бу мунасивәт билән, явропа шәрқий түркистан бирликиниң орунлаштурушида, германийидики уйғурлар германийиниң муенхен шәһиридики хитай консулханиси алдида намайиш өткүзди. Бу намайишқа моңғулларми иштирак қилди.
Намайишчилар "уйғурларға азадлиқ", "хитайлар вәтинимиздин чиқип кәтсун" дегәндәк шоарларни товлап, шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқини көтүрүшүп, хитайлар тәрипидин өлтүрүлгән шеһдларни әсләп кепәнләрни кийип, тәшвиқат варақчилирини тарқитип, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң инсан һоқуқини дәпсәндә қиливатқанлиқини кишиләргә уқтурди.
Германийидә турушлуқ ихтияри мухбиримиз пәрһад, намайишқа қатнишиватқан дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса әпәнди, явропа шәрқий түркистан бирликиниң рәиси әсқәрҗан вә баш катипи үмид агаһи әпәнди, шундақла намайишқа қатнишиватқан бир қисим намайишчиларни зиярәт қилди.
Буниң тәпсилатини германийидики ихтияри мухбиримиз пәрһаттин аңлаң
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидә инсан һәқлири күни мунасивити билән намайиш өткүзүлди
- Голландийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
- Тибәтлик оқуғучилар чиңхәйдә намайиш өткүзди
- Германийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
- Түркийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
- Қарамайда ишқа орунлишиштики тәңсизликкә қарши намайиш өткүзүлди