Германийә вә норвегийидә хитайға қарши намайиш
2006.08.18
Д у қ ниң тәшәббуси, яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән, бүгүн 8 – айниң 18 – күни германийә уйғурлири хитайниң мюнхендики консулханиси алдида намайиш елип барди. Бу қетимқи намайишниң мәқсити канада пуқраси һүсәйин җелилниң хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинғанлиқиға наразилиқ билдүрүш вә униң шәртсиз қоюп берилишини тәләп қилиштин ибарәт иди.
Намайишқа германийиниң һәрқайси юртлиридин кәлгән әр – аял вә балилардин болуп, йүздин артуқ уйғур қатнашти. Намайишчилар ай _ юлтузлуқ көк байрақлирини җәвлан қилдуруш билән биргә, "һүсәйин җелил қоюп берилсун", "хитай дөләт террори тохтитилсун", "өлүм җазаси әмәлдин қалдурулсун", "сиясий тутқунлар азат қилинсун" ... Дегәндәк шуарлар йезилған вевискиларни көтүрүвалған иди.
Намайишчилар "яшисун мустәқиллиқ!, яшисун демократийә!, яшисун инсан һәқлири! вәтән бизниң! хитайлар чиқип кәтсун!" .. Дегәндәк шуарларни үзмәй товлап, хитай консули алдини ләрзигә салди.
Намайишчилар һүсәйин җелилниң қоюп берилишини тәләп қилиш билән биргә, атақлиқ инсан һәқлири паалийәтчиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң алим, абликим, қаһар қатарлиқ пәрзәнтлириниң вә бигунаһ қолға елинған нурмуһәммәт ясин, тохти мозарт, абдуғени мәмтимин, әйса һүсән қатарлиқларниңму қоюп берилишини тәләп қилди.
Кишиләр боюнлириға юқирида исми тилға елинған тутқунларниң рәсимлирини есивалған иди. Бу қетимқи намайиш германийә вақти әтигән саәт 10 дин 12 гичә давам қилди.
Д у қ ниң тәшәббуси, норвигийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән норвәгийиниң пайтәхти осло шәһиридики хитай әлчиханиси алдидиму намайиш өткүзүлгән. Бу һәқтики мәлуматларни, германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәм вә норвегийидики ихтияри мухбиримиз абдусәмәттин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада даирилири һүсәйин җилил мәсилисигә башқичә көңүл болмәктә
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң һүсәйин җелилни қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта
- Д у қ һүсийин җелилни қутулдуруш үчүн чақириқ елан қилди
- Һүсәйин җилилгә өлүм җазаси бериш хәлқара қанунға түптин хилап
- Һүсәйин җилил вәқәси уйғурларға немиләрдин дерәк бериду?
- Хитай даирилири канада пуқраси һүсәйин җилилни хитай пуқраси дәп муамилә қилмақта
- Канадада хитай һөкүмитиниң һүсәйин җелилни қоюп беришини тәләп қилип намайиш өткүзүлди