Германийә вә норвигийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
2006.06.09
Германийидики уйғурлар дуня уйғур қурултийиниң орунлаштуруши билән 6 – айниң 9 – күни мюнхендики хитай консулханиси алдида намайиш өткүзүп, хитай һөкүмитиниң атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлирини қоға алғанлиқиға наразилиқ билдүрүш билән биргә, тохти музарт, нурмуһәммәт ясин вә башқа бигунаһ тутулуватқан уйғур паалийәтчилирини қоюп беришни тәләп қилишти.
Норвигийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши норвигийиниң пайтәхти осло шәһиридиму намайиш өткүзүлгән болуп, комитетниң муавин рәиси абдусәмәт әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу намайиш һәққидә мәлумат бәрди.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәмдин аңлаң.
©
2006 Radio Free Asia