Кишилик һоқуқ күни мунасивити билән канадада намайиш
2005.12.12
Хәлқаралиқ кишилик һоқуқ күни мунасивити билән канададики уйғурлар өзлириниң садалирини вә тәләплирини аңлитиш учун торонтодики хитай консулханисиниң алдида наразилиқ намайиши елип барди. Бу қетимқи намайишқа уйғурлардин башқа тибәтликләр, тәйвән мустәқилчилири вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати канада бөлүминиң хадимлири қатнашти.
Намайиш әтигән саәт 9 да башланған болуп, һаваниң қаттиқ соғуқ болишиға қаримай, бирнәчә саәткә созулған намайиш җәрянида уйғурлар "хитайлар шәрқи түркистандин чиқип кәтсун", "уйғурларға әркинлик" , "уйғурларға һөлүк", "тарихчи тохти тунияз, язғучи нурмуһәммәт ясин қатарлиқлар дәрһал қуюветилсун" , дегәндәк шоарларни товлиди.
Бу һәқтики мәлуматларни, канададики ихтияри мухбиримиз әхмәт турсундин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийидики уйғурлар кишилик һоқуқ күнини хатириләп паалийәт өткүзди
- Дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән рабийә қадир ханимни зиярәт
- Канадада ғулҗа вәқәсиниң сәккиз йиллиқи мунасивити билән намайиш өткүзүлди
- Түрк дуняси инсан һәқлири җәмийити илмий муһакимә йиғини өткүзди
- Кишилик һоқуқ күни мунасивити билән канадада намайиш өткүзүлди