Шиветсийидә ху җинтавға қарши намайиш елип берилди


2007.06.11

Хитай рәиси ху җинтавниң шветсийә зиярити 6‏-айниң 8‏-күни стокһолм вақти саәт 9 дин 5 минут өткәндә арланда хәлқаралиқ айродромиға йетип келиши билән рәсмий башланған иди. Шветсийә һөкүмитиниң хитай рәиси ху җинтавни айродромда күтүвелишни анчә һәшәмәтлик орунлаштурмиған болуп, ху җинтавни күтүвелишқа пәқәт шветсийә шаһзадиси филип вә ташқи ишлар министири карил билид қатарлиқлар чиққан.

Хитай дөләт дәриҗилик рәһбириниң шветсийә билән дипломатик мунасивәт орнатқан 57 йилдин буянқи тунҗи қетимлиқ зиярити

Бу арида шветсийидики нопузлуқ гезитләр вә тор бәтлири арқа арқидин мақалилар елан қилип, гәрчә хитайниң һөкүмитиниң юқири дәриҗилик дөләт рәһбириниң шветсийә билән дипломатик мунасивәт орнатқан 57 йилдин буянқи тунҗи қетимлиқ зиярити болсиму әмма кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайни чоқум тәнқид қилиш керәкликини тәкитлигән вә хитайдики инсан һәқлири әһвалиға даир мәсилиләрни испатлиқ материяллар билән көрситип бәргән иди.

6‏-Айниң 9‏-күни чүштә шветсийә падишаһи карил гостап 16 өзиниң стокһолимдики сарийида хитай рәиси ху җин тавниң шәрипигә зияпәт бәрди. Ху җинтавниң хан сарийиға кириш һарписида шветсийә уйғур комитетиниң әзалири җамаәтниң арисида туруп ¨ху җинтав қатил , ху җинтав диктатор, хитайлар шәрқий түркистандин чиқип кәтсун ¨дегән хәтләр йезилған пилакатларни көтирип чиққан .

Җинтав шиветсийәгә келиштин илгири шветсийидин наразилиқ намайишлириниң болушини тосуш һәққидә шветсийә һөкүмитигә бесим ишләткән

Бу иш нәқ мәйдандики миңлиған шветсийиликләрниң диққитини тартқан вә бәс бәстә буларни камираларға чүшүрүвалған. Бирақ, бу пәйттә аманлиқ сақлаватқан шветсийә сақчилири вә бихәтәрлик хадимлири уларни мәҗбури нәқ мәйдандин кәткүзивәткән.

Шветсийә ахбаратлиридин мәлум болушичә хитай рәиси ху җинтав шиветсийәгә келиштин илгири шиветсийидә өзигә қарши наразилиқ намайишлириниң болушини тосуш һәққидә шветсийә һөкүмитигә бесим ишләткән. Дәл шу күни шветсийә уйғур комитетиниң тәшкиллиши билән шветсийидики уйғурлар, тибәтләр вә моңғуллар ху җинтав чүшлүк зияпәткә кәлгән шу пәйттә хан сарийи билән шветсийә парламентиниң арилиқидики мәйданда хитай һөкүмитигә қарши наразлиқ намайиши елип барди.

Намайиш әһвали шветсийә дөләтлик телевизийисиниң 4 қанилида хитай рәиси ху җинтавниң шветсийә һөкүмити тәрипидин күтивелиниватқан әһваллар билән кириштүрүлүп көрситилип, уйғурларниң инсан һәқлири әһвали һәққидә мәлумат берилди.

Шветсийидики уйғурларниң ху җинтавға қаратқан иккинчи қетимлиқ намайиши

Шиветсийәдә яшаватқанлиқиға хели йиллар, дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит әпәндиниң билдүрүшичә, бу шветсийә дөләтлик телевизийисидә уйғурларниң хитайға қарши елип барған наразилиқ намайиши һәққидә тунҗи қетим учур берилиши икән.

Буниңдин бир күн илгири шветсийә һөкүмитиниң бивастә райини ипадиләйдиған шветсийидики әң чоң гезит болған ¨күндилик хәвәрләр ¨гезитидә уйғурлар вә уйғурларниң ху җинтавға қаратқан наразилиқ намайиш һәққидә шветсийә уйғур комитетиниң рәһбәрлирини зиярәт қилип мақалә елан қилған иди. Бу қетимқи намайиш шветсийидики уйғурларниң ху җинтавға қаратқан иккинчи қетимлиқ намайиши болуп һесаблиниду.(ялқун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.