Түркийидә хитайға қарши намайиш
2006.06.09

Мәркизи германийидә турушлуқ дуня уйгур қурултийиниң чақириқиға бинаән, түркийидә паалиәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң анкара шөбиси бүгүн 6-айниң 9 - күни хитай хәлқ җумһурийитиниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси алдида намайиш өткүзди. Намайишниң асаси темиси түрмидә бигунаһ йетиватқан уйғурлар қоюп берилсун вә уйгур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлири қоюп берилсун иди. Бундин башқа йәнә шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити билән истанбулда йеңи қурулған шәрқий түркистан яшлар җәмийити бирлишип охшаш вақитта хитайниң истанбулда турушлуқ консулханисиниң алдида намайиш өткүзди. Икки шәһәрдә охшаш вақитта өткүзүлгән бу намайишларға коп санда аммиви тәшкилат мәсуллири вә әзалири, уйғурлар вә қазақ, қирғизлардин болуп нурғун киши қатнашти.
Әнқәрәниң гази осман паша мәһәллисидики хитай хәлқ җумһурийитиниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси алдида, қолида ай юлтузлуқ көк байрақ билән түркийә байриқи вә шуар лозункилирини котүрүшивалған намайишчи амма билән лиқ толған. Уйгур вә түркләрдин тәркип тапқан 100 ләрчә киши "түркистанға әркинлик, ишғалчи коммунист хитайлар түркистандин йоқал, тәррорист ваң ләчуан шәрқий түркистандин йоқал" дегәндәк шоарларни товлашти. Кейин, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит тумтүрк әпәнди мухбирларға мәтбуат баяннамисини оқуп өтти. Баянатнамида мундақ дейилиду:

Дөләтниң сирини чәтәлликкә бәрди, дәп 8 йил қамақ җазаси берилгән рабийә қадир 6 йил түрмидә ятқандин кейин 2005-йили 3 - айда қоюп берилгән иди. Һазир униң ики балиси хитай хәвпсизлик идариси тәрипидин қолға елинди. Рабийә қадир ханим шәрқий түркистан инсанә һәқлири паалийәтчиси вә америка уйгур бирликиниң башлиқидур. Рафто инсанә һәқлири мукапатиға еришкән рабийә қадир ханимниң бигунаһ балилириниң қолға елиниши хитайларниң шәрқий түркистанға елип бериватқан бесим сияситиниң қанчилик вәһши икәнликиниң бир испатидур. Бүгүн онмиңларчә уйгур бигунаһ йәргә түрмидә ятмақта. Биз дуня дөләтләрниң хитайниң бу қилмишлирини тохтитиши үчүн бесим ишлитишкә чақиримиз. Хитайниң бу қилмишлирини әйибләймиз". Намайиш җәрянида микрофонимизни бу намайишқа қатнишиватқан түркийә кадирлар уюшмисиниң мәсули фаһрәттин йокуш әпәндигә узаттуқ. У мундақ деди:
"Биз шәрқий түркистан мәсилисигә бүгүнму вә әтиму кәлгүсидиму көңүл бөлүшкә давам қилимиз. Биз шуни арзу қилимизки, түркийидики путун аммиви тәшкилатлар шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл болсун. Биз йеқинда 120 дин артуқ аммиви тәшкилаттин тәркип тапқан түрк һәмкарлиқ консийи рәһбәрлири йиғин ечип рабийә қадирниң түркийигә келиши үчүн хизмәт қилимиз. Әгәр биз бу ишни қилалисақ шәрқий түркистан даваси үчүн әң чоң хизмәтни қилған болимиз.
Түркийә жоурналистлар уюшмисиниң башлиқи исмаил карадаг әпәнди тәсиратини баян қилип мундақ деди:
"Шәрқий түркистан биз кәлгән йәрләр, ана туприқимиздур. У йәрдә яшаватқан уйгурларму явропа дөләтлиридики инсанлардәк әркин яшаш һәққигә игә. Әркин дуня дөләтлири уйғурларға ярдәм қилиши керәк. Мән уйғурларниң бу дависини чин көңлүмдин қоллап қуввәтләймән.
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит тумтүрк әпәнди истанбулдики шәрқий түркистан яшлар тәшкилатиниң башлиқи зияритимизни қобул қилип, намайишниң мәқсити вә намайиш һәққидә тохталди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийә вә норвигийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
- Қазақистан уйғурлири рабийә қадир пәрзәнтлириниң тутқун қилинишидин нарази болмақта
- Шветсийидики уйғурлар рабийә қадир пәрзәнтлириниң тутқун қилинишиға наразилиқ билдүрди
- Уйғур даваси йеңи бир басқучқа кирдиму?
- Д у қ хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрди
- Канада вә қирғизистандики уйғурлар хитай даирилириниң рабийә қадирниң пәрзәнтлирини тутқун қилишиға наразилиқ билдүрди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка һөкүмити рабийә қадир балилириниң тәқдиригә йеқиндин көңүл бөлмәктә
- Рабийә қадир ханим пәрзәнтлириниң қолға елиниши түркийидә қаттиқ наразилиқ қозғиди
- Д у қ хитай даирилириниң рабийә қадирниң балилирини тутқун қилғанлиқиға наразилиқ билдүрди
- Рабийә қадир: мән балилиримдин пәхирлинимән, биз бәдәл төләватимиз һәм төлишимиз зөрүр...