Намратлар дегән уқумниң америка билән хитайдики пәрқи тоғрисида мулаһизә
2007.08.30
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, гәрчә америкида 2006 - йили намратларниң нисбити илгирики бир йилдикидин мәлум дәриҗидә төвәнлигән болсиму, әмма һазир америкида йәнә 30 милйон адәм намратлиқта яшайду. Йәнә 47 милйон адәмниң давалиниш суғуртиси йоқ. Бу пүтүн нопусниң %15.8 Ни тәшкил қилиду. Америкидәк санаәтләшкән бай дөләттики бундақ намратлиқ мәсилиси һазир кишиләрниң диққәт - етибарини қозғимақта.
Америка билән хитайниң ' намрат'лиқ өлчимидә йүз һәссиләп пәрқ бар
Америка принсетон университетида 'намратлиқ' мәсилисини тәтқиқ қиливатқан сиясий иқтисадшунас профессор чен шавноң әпәндиниң баян қилишичә, америкидики 'намратлар' билән хитайдики намратлар оттурисида йүз һәссиләп пәрқ бар дейиш мумкин.
Чең шавноң әпәндиниң баян қилишичә, хитайда күндилик турмуш хираҗити 1 америка доллиридин төвән болса, айлиқ кирими 400 юәндин төвән болса, намрат дәп қарилиду, дәп бекитилгән. Америкида болса 2006 - йили һәр бир аилиниң йиллиқ кирими оттура һесаб билән 48 миң 200 америка доллириға тоғра кәлгән иди. Бу йил америка һөкүмити 4 нопуслуқ аилиниң йиллиқ кирими 26 миң 140 доллардин төвән болса, 3 нопуслуқ аилиниң йиллиқ кирими 16 миң 79 америка доллиридин төвән болса, 2 нопуслуқ аилиниң йиллиқ кирими 13 миң 167 америка доллиридин төвән болса, бир бойтақниң йиллиқ кирими 10 миң 294 америка доллиридин төвән болса намрат дәп һесаблиниду дәп муқимлиди. Буни селиштуридиған болсақ, америка билән хитайдин ибарәт бу икки дөләтниң 'намрат' дегән өлчимидә бирнәччә йүз һәссә пәрқ барлиқи мәлум болиду.
Иккинчидин, америкида намратларға муқим иҗтимаий қутқузуш бар, кирими намратлар өлчимигә тоғра кәлгән киши иҗтимаий қутқузушқа игә болалайду. Һөкүмәт етирап қилидиған өлчәмдики намратларға америка һөкүмити йемәк сетивалидиған ярдәм пул чеки бериду. Төвән иҗарә һәққи елинидиған өйләрни бериду. яшанғанлар ишләш иқтидаридин қалған болса, ишләш иқтидаридин қалған кишиләргә дөләттин берилидиған ярдәм пулға илтимас қилиши мумкин. Омумән, америкида һөкүмәт намратларни көп җәһәттин йөләйду. Әмма хитайда болса һөкүмәт намратларни бундақ йөлимәйду. Хитайда 'хәлқни қутқузиду' дейилгән 'сотсиялизм' әмәлийәттә бар дейилсә у америкида бар, хитайда йоқ.
Хитай һөкүмити елан қилған 'нопус бешиға тоғра кәлгән йиллиқ кирим' дегән сан уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләрни өз ичигә алмайду
Профессор чең шавноңниң баян қилишичә, пүтүн дуня миқясида күндилик турмуш сәвийиси 2 америка доллириға йәтмигәнләр 'намратлар' дәп атилиду, бу бирләшкән дөләтләр тәшкилатниң өлчими. Лекин хитай өз алдиға бәлгиливалған өлчәм аран 1 америка доллири. Демәк, хитай һөкүмити өз хәлқи үчүн бәлгилигән турмуш өлчими африқиниң өлчимидинму төвән. Йәнә келип, хитайниң статистика мәлуматидики хитайда нопус бешиға тоғра кәлгән йиллиқ кирим сани уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләрни өз ичигә алмайду.
Уйғур юртлирида нопус бешиға тоғра келидиған йиллиқ кирим пәқәт бир нәччә йүз юән. Уларға хитай һөкүмити өзи ярдәм бәрмәйла қалмай, бәлки бирләшкән дөләтләр тәшкилатниң яки башқа дөләтләрниң ярдәм беришигиму йол қоймайду.
Хитай һөкүмити намратларға ярдәм бәрмәслик үчүн намратлиқни йошуриду
Профессор чең шавноңниң баян қилишичә, америкида 'намрат' дейилгән кишиләр пәқәт байларға селиштурғанда намрат. Америкидики намратларда хитайдикидәк қосақ тоймаслиқ яки озуқлуқ йетишмәслик мәсилиси мәвҗут әмәс. Бәлки уларниң аилисидә аптомобил, телевизор, тоңлатқу, үн-син алғу, интернет вә симлиқ телевизийә дегән турмуш буюмлириниң һечқайсиси кам әмәс. Әгәр иқтисадий қуввити електир, су , телефон һәққини төлийәлмәйдиған дәриҗигә чүшүп қалса, илтимас қилип һөкүмәттин ярдәм пули алалайду.
Хитайда 'әң төвән өлчәмдики киримигә капаләтлик қилиш' дегән бәлгилимә бар, әмма бу пәқәт шәһәрләрдики кирими 200 йүәнгә йәтмәйдиған аилиләргила қаритилған, бундақ шәһәр аһалилириға һөкүмәт мәлум дәриҗидә ярдәм пули бериду, әмма деһқанлар буниң ичидә йоқ. Хитай һөкүмити деһқанларни йөлимәйду, ундақ болмиса, 1959 - йилидин 61 - йилиғичә 30 милйон деһқан ачарчилиқта өлүп кәтмәйтти. Бундақ вәқә дуняниң һечқандақ бир йеридә болуп баққан әмәс. Хитай һөкүмити намратларға ярдәм бәрмәслик үчүн намратлиқни йошуриду , хәлқ ичидики намратлиқни йошурушта хитай һөкүмити дуня буйичә 1 - орунда туриду. Хитайдики намратларни хитай һөкүмити өзи йошурупла қалмай, бәлки башқа әлләрниму йошурушқа мәҗбурлайду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай ташқий перивут записини америкиға қарши козур қилип қоллинамду ?
- Хитайда намратлар билән байлар оттурисидики пәрқ интайин чоң
- Хитай хәлқара қудрәтлик дөләт болуш орнини тикләшкә тиришиватамду ?
- Уйғурлар һәр җәһәттин тәңсизликкә йолуқмақта
- Уйғур елиниң қизилма байлиқлири немә мәқсәттә булаң - талаң қилиниватиду
- Қаштеши юртида буниңдин кейин қаштеши тепиларму?
- Хитайниң намратлиқ өлчими қаттиқ тәнқидкә учримақта
- Мутәхәссисләр: җоңго иқтисадиниң әмәлийити "қараңғу һаң"
- Уйғур деһқанлириниң бай болалмаслиқи уларниң һорунлиқидинму?
- Уйғур деһқанлири һорунлуқидин бай болалмайватамду?
- Байлиқ һоқуқи болмиған деһқан қандақ бай болиду?
- Уйғур деһқанлириниң йиллиқ кирими бәкму арқида қалмақта