Хитайда намратлар мәсилиси еғирлашмақта


2005.07.08

Гәрчә хитай һөкүмити хитай бойичә йиллиқ кирими миң юәнгә йәтмәйдиған намратлар саниниң 75милйонға йетидиғанлиқини етирап қилған болсиму әмма әнгилийә ройтерст ахбарат агентлиқиниң сәйшәнбә күни бәргән хәвиридә көрситилишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бекиткән хәлқаралиқ намратлиқ өлчими бойичә һесаблиғанда, хитайдики һәқиқий намрат инсанлар санида интайин чоң пәрқ көрилидикән.

Хитайда намратлар 140 милйонға йетиду

Йәни хәлқаралиқ намратлиқ өлчими бойичә, бир күнлүк кирими бир америка доллириға йәтмигән инсанлар намрат һесаблиниду. Бундақ болғанда хитайда аз дегәндиму 140 милйон киши интайин намратлиқта яшимақта икән.

Хәвәрдә ипадә қилинишичә гәрчә хитай һөкүмити йеқинқи 10 йилдин буян, хәлқниң турмушини яхшилаймиз дәп һәрикәт елип бериватқан болсиму, әмма йиллардин буян намратлиқ мәсилиси барғанчә еғирлишип, нөвәттә хитай җәмийитиниң муқимлиқиға бивастә тәсир көрситидиған амилға айланған.

Хитайда бай- кәмбәғәллик пәрқи һәм шәһәр аһалилири билән йезааһалилириниң оттурсидики пәрқләр барғанчә кеңийиватқан болуп, буниң билән намратлар барғанчә көпәймәктә икән.

Хитайда бай кәмбәғәллик пәрқи чоңаймақта

Шундақла хитайниң шәһәрләр билән шәһәрләр, районлар билән районлар һәтта аз санлиқ милләтләр билән хитай миллити оттурсидики иқтисадий пәрқ интайин көрүнәрлик болуп, болупму хитайниң ғәрбий шималға җайлашқан районлар иқтисадий тәрәққият қатарлиқ һәр җәһәтләрдә бир қәдәр кәйнидә қалған болғачқа, бу җайлардики намратлиқ мәсилисиму бир қәдәр еғир һесаблиниду.

Игилишимизчә, гәрчә уйғур ели, нефит базиси, байлиқ макани болсиму, әмма бу җайда яшаватқан көп сандики йәрлик хәлқ йәни уйғурлар асасән намрат һаләттә яшимақта. Уйғур ели һөкүмәт ахбаратидин мәлум болушичә, нөвәттә уйғур елидә мәмликәт дәриҗилик намрат наһийидин 30 и , йәнә 229 алаһидә намрат кәнтләр бар.

Хитай һөкүмити йеқинда уйғур елидә 1994 - йилидин 2001 - йилиғичә бир милйондин артуқ кишини намратлиқтин қутулдурдуқ, 2010 - йилиғичә уйғур ели хәлқи асасән намратлиқтин қутулиду дегән пиланини оттуриға қойди.

Уйғур елидә уйғурларниң намратлиқтин қутулалмаслиқидики сәвәб немә?

Гәрчә хитай һөкүмити, уйғур елиниң иқтисадий тәрәққият әһваллири һәққидә берип келиватқан истатестикилиқ мәлуматларда, уйғур ели хәлқиниң турмуш сәвийисиниң барғанчә яхшилиниватқанлиқини көрситип деһқанларниң йиллиқ сап кирими икки миң юәндин ашти дегәндәк хәвәрләрни берип келиватқан болсиму, әмма уйғурлар зич олтурақлашқан уйғур елиниң җәнубидики шәһәр- наһийиләрдә көп сандики уйғур хәлқи йәнила намратлиқтин қутулалмиған болуп, һәтта бәзи йезилардики деһқанларниң йиллиқ омумий кирими 300 юәнгиму йәтмәйдикән.

Хотәндин зияритимизни қобул қилған бир уйғур киши билән уйғур деһқанларниң турмуш әһвали һәмдә йиллиқ кирими һәққидә сөһбәтләштуқ. У киши уйғур деһқанлириниң бәзилириниң һәтта бир йил җапа чекип әмгәк қилсиму, һосул алғанда тапқан пуллириниң баҗ вә селиқларға төлинип қолида һечнимә қалмайдиғанлиқини ейтти.

Бәзи уйғурлар, байлиқ макани болған уйғур елидә яшаватқан уйғурларниң немә үчүн намратлиқтин қутулалмаслиқи сәвәбини, хитайниң уйғур елигә қаратқан сияситидин көриду, шундақла улар уйғур елидә елип бериливатқан байлиқ ечиш, иқтисадий тәрәққиятлардин пәқәт хитай көчмәнлириниң пайдилиниватқанлиқини билдүрмәктә.

Бу һәқтә, йеқинда чәтәлгә чиққан бир уйғур, уйғурларниң намратлиқтин қутулалмаслиқиға болған көз қаршини ипадиләп, хитай һөкүмитиниң "шинҗаңни гүлләндүрүш" ни баһанә қилип, уйғур елиниң тәбиий байлиқини булаватқанлиқи, тәбиий муһитни булғап, йәрлик хәлқләргә апәт елип келиватқанлиқини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.