Җәнубий деңиздики спратли араллириниң игилик һоқуқини талишидиған йәнә бир дәвагәр чиқти
2008.01.31
Узундин буян вйетнам, хитай, филиппин, малайшия, бруней, һиндонезийә қатарлиқ дөләтләр һәммиси җәнубий деңиздики спратли араллириға болған игилик һоқуқини җакарлап келиватқан иди. Тәйвән ташқи ишлар министирлиқи1 - айниң 29 - күни баян елан қилип өзиниң бу тақим араллириға болған игилик һоқуқини җакарлиди. Буниң билән җәнубий деңиздики тақим араллирини талишидиған кона дәвагәр дөләтләр қатариға йәнә бир дәвагәр қетилди. Шуниң билән бу талаш-тартиш хәлқарада қайтидин мәйданға чиқти.
Җәнубий тақим араллирида тәйвән һәрбий айродром ясап болди
'Хитай хәвәр тори'ниң 1 - айниң 30 - күнидики хәвиридә баян қилинишичә, тәйвән ташқи ишлар министирлиқи 29 - январ күни баян елан қилип, тәйвән узун йиллардин буян җәнубий деңиздики тақим араллирида һәрбий хадим турғузуватқанлиқини, йеқинда бу тақим араллирида бир айродром ясап пүттүргәнликини, бу айродромни хәлқ турмуши үчүн, деңиз байлиқлирини қоғдаш үчүн вә җиддий қутқузуш еһтияҗи үчүн қоллунидиғанлиқини, тәйвәнниң бу тақим араллириға болған игилик һоқуқидин гуманлинишқа болмайдиғанлиқини җакарлиған.
Мәркизи агентлиқниң баян қилишичә, тәйвән һәрбий қисимлири җәнубий тақим араллирида ясап болған бу айродромни тәбрикләш мурасимиға, әгәр тәйвән президенти чен шуйбйән берип қатнашса, бу арал тоғрисидики талаш-тартиш җиддийлишиши мумкин. Әмма тәйвән бу тақим араллиридики деңиз байлиқлирини қошна дөләтләр билән бирликтә ечиш арзусини ипадиләп кәлмәктә.
Филиппин бу мәсилидә тәйвәнгә әмәс, бивастә хитайға наразилиқ билдүрди
Тәйвән җәнубий тақим араллириға болған игилик һоқуқини җакарлиғандин кейин, хитайниң с с т в хәвиридә баян қилинишичә, филиппин президент мәһкимиси ташқи ишлар министирлиқиға, тәйвәнниң җәнубий тақим араллирида һәрбий айродром қурғанлиқи, тәйвәнниң C-130 бәлгилик транспорт айрупиланлири қатнап туруватқанлиқи мәсилисидә 'бир җуңго принсипи' буйичә, бивастә хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрүшни вә бу һәқтә сөзлишишни тапшурған. Буниңға асасән филиппин ташқи ишлар министирлиқи филиппинниң игилик һоқуқиға тәйвәнниң таҗавуз қилғанлиқидин ибарәт бу мәсилидә, бивастә хитай һөкүмитини әйибләп қаттиқ наразилиқ билдүргән.
Вейтнамда хитайға қарши кәйпият өрлимәктә
Б б с ниң баян қилишичә, хитай -вйетнам оттурисида йеқинқи он нәччә йилдин буян қуруқлуқтиму, деңиздиму охшимиған дәриҗидә чегра тоқунуши йүз берип келиватиду.Хитай билән вейтнамдин ибарәт бу ака-ука коммунистлар оттурисидики мунасивәтләрдә, бурун йүз бәргән җиддий урушлардин қалған адавәтла әмәс, бәлки җәнубий деңиздики тақим араллириға болған игилик һоқуқ мәсилисиму тосалғу болуп турмақта.
Хәвәрдә баян қилинишичә, хитай һөкүмити йеқинда бу тақим араллирини идарә қилидиған бир шәһәр тәсис қилғандин кейин, вейтнамда хәлқ ичидә хитайға қарши кәйпият қайтидин көтүрүлди. Вйетнам хәлқи хәт йезиш, тәләпнамә йоллаш, намайиш қилиш қатарлиқ шәкилләр арқилиқ өзлириниң хитайға қарши кәйпиятини ипадиләшкә башлиди. Хәлқниң бундақ кәйпиятини һазир вйетнам һөкүмити тосалмайдиған дәриҗигә йетип қалди.
Җәнубий деңиз тақим араллири һәққидики хәвәр архиплири
Хәвәр архиплириға қариғанда, ғәрб әллири 'спиратли араллири' дәп атайдиған җәнубий деңиздики 230 нәччә аралдин тәркип тапқан 4 чоң тақим арални вйетнам өз тилида 'куәндав троңса' дәп атайду вә уни өзиниң территорийисидики араллар дәп һесаблайду. Франсийә 1933 - йили бу аралларниң вейтнамниң араллири икәнликини етирап қилған. Шимали вйетнам бу аралларни 1975 - йили 4 - айда җәнубий вейтнамдин өткүзивалған. 1982 - Йили бу аралларни идарә қилидиған бир наһийә қурған вә бу һәқтә дуняға ақ ташлиқ китаб елан қилған.
Малайшия 1978 - йили җәнубий тақим араллириға бир һәрбий парахот әвәтип, униңда 'игилик һоқуқ абидиси' тикләп, бу әтраптики 270 миң квадрат километирлиқ даирини өзиниң территорийиси дәп җакарлиған.
Филиппин болса 1946 - йили бу араллардики 410 миң квадрат километирлиқ даиридә өзиниң игилик һоқуқи барлиқини җакарлашқа башлиған. 1956 - Йили бир тәкшүрүш әтрити әвәткән вә 1978 - йили 1596 - номурлуқ қанун мақуллиған.
Гәрчә бруней бу тақим араллирида һәрбий қисим турғузуп бақмиған болсиму, әмма у 'хәлқара деңиз қануни' буйичә, җәнубий тақим араллиридики 3000 квадрат километирлиқ даиридә игилик һоқуқи барлиқини җакарлап кәлмәктә. Һендонезийиму 1966 - йили бу тақим араллиридики 50 миң квадрат километир даирини ортақ тәрәққи қилдуруш һәққидә малайшия билән келишим түзгән.
'Тәйвәнму, җәнубий тақим араллириму һәммиси җуңгониң бир айрилмас қисми'
юқирида баян қилинғандәк, узундин буян җәнубий деңиздики тақим араллириниң игилик һоқуқи мәсилиси шәрқий җәнуби асиядики 6 дөләт оттурисида талаш -тартишта туруватқан әһвал астида, тәйвән 1 - айниң 29 - күни баянат елан қилип бу аралларға болған игилик һоқуқини җакарлиди. Бу мәсилигә алақидар дөләтләр 'бир җуңго' принсипи буйичә бивастә хитай һөкүмитигә наразилиқи ипадилиди.
Шинхуа ториниң хәвәр қилишичә, коммунист хитайниң ташқи ишлар министирлиқи 1 - айниң 31 - күни бу һәқтә баянат елан қилип 'тәйвәнму, җәнубий деңиздики тақим араллириму җуңгониң айрилмас бир қисми, җуңгониң өз земинини қоғдаш иқтидари бар' дәп җакарлиған. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Вейтнам даирилири хитайниң үч қум шәһири тәсис қилғанлиқини таҗавузчилиқ дәп әйиблиди
- Хитай һөкүмити җәнубий деңиздики тақим араллирини идарә қилидиған шәһәр тәсис қилди
- Асия - тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ йиғини нурғун мәсилиләрни музакирә қилиду
- Ху җинтав вейтнам билән мунасивитини күчәйтмәкчи
- Хитай һөкүмити японийиниң сенкаку арилидики маякқа игә чиққанлиқини қайта әйиплиди