Японлуқ тәтқиқатчиниң уйғурларға тәклипи(1)


2006.09.05

японийилик тәтқиқатчи наоко ханим бундин икки ай илгири, д у қ ниң германийидики баш штабиға келип, қурултай рәһбәрлири билән бир қетим сөһбәт елип барған иди. Униң қайтип берип, японийә гезитлиридә елан қилған мәзкур сөһбәт һәққидики хатириси, японийә хәлқи арисида күчлүк инкас қозғиған вә униң әсири бесилған гезитниң тарқилиш тираҗи бирдинла ешип кәткән.

Хитай даирилири японийә тәрәпкә наразилиқ билдүргән

Хитайчини раван сөзләйдиған бу японлуқ аялниң, уйғурларниң нөвәттики дәрди вә миңлиған уйғур сияси қачақлириниң өз вәтинини тәрк етип, ғәрб әллиридин сиясий панаһлиқ тиләшкә мәҗбур болуватқанлиқи баян қилинған бу әсири елан қилинғандин кейин, хитай даирилири японийә һөкүмитигә ички җәһәттин қаттиқ наразилиқ билдүргән. японийә бихәтәрлик министерлики хадимлири, бу сәвәблик наоко ханим билән сөһбәт өткүзүшкә мәҗбур болған.

Наоко ханимниң ейтишичә, японийиниң мәшһур бир гезитидә елан қилинған бу әсиридә, уйғурларниң нимә сәвәбтин қолға елиниватқанлиқи, уларниң хитай түрмилиридә қандақ қейин – қистаққа учраватқанлиқи, уйғурларниң нөвәттә дуч келиватқан қийинчилиқлири вә зулумлар бир қәдәр кәң баян қилинған. Шундақла, бу әсәрдә йәнә д у қ рәиси әркин алиптекин әпәнди вә д у қ ниң башқа хадимлири билән елип барған сөһбәтниң әмәлий мәзмунлириму баян қилинған.

Д у қ ниң баянатчиси дилшат решит әпәнди бу әсәр һәққидә тохтилип, "чәт`әлликләрниң уйғур мәсилисини оттуриға көтүрүп чиқиши вә хәлқара муһакимә йиғинлирида күнтәртипкә елиши, уйғур дәвасиниң хәлқаралишишини техиму илгири сүриду".

Наоко ханим, шу қетимқи германийә зияритидин кейин, түркийә, норвигийә, шветсийә, америка қатарлиқ әлләрдә зиярәттә болуп, уйғур миллий муҗадилисиниң вәкил характерлик рәһбәрлири вә әзалири билән сөһбәтләр елип барған.

Бу қетим 9 – айниң 2 – күни, наоко ханим германийигә қайта келип, 9 – айниң 3 – күни д у қ рәһбәрлири билән қурултай баш шитабида йәнә бир қетим сөһбәт елип барған сорунда, биз униңдин уйғурларға мунасивәтлик бәзи мәсилиләрни сораш пурситигә ериштуқ.

японийидә уйғурларға қаиззиқидиғанлар көп, бирақ уйғурларни чүшинидиғанлар аз

Уйғурларға болған һәвиси, бир уйғур йигити билән тонушуп қелиштин башланғанлиқини тилға елип өткән наоко ханимниң пикирлиригә асасланғанда, японийидә уйғурларға вә уйғур дияриға қизиққучиларниң сани һәқиқәтәнму көп икән. Әмма япон яшлирини асаси мәркәз қилған бу уйғур һәвәскарлириниң мутләқ көп қисми, уйғурларни вә уйғурларниң тарихини һич чүшәнмәйдикән. Әйни йиллири, японлуқлар тәрипидин уйғур диярида ишләнгән "йипәк йоли" қатарлиқ икки филим японийидә көрситилгәндин кейин, японлуқларниң уйғурларға болған қизиқиши һәссиләп ашқан болсиму, бирақ японлуқларға уйғурларни һәқиқи чүшиниш пурсити һазирғичә несип болмиған. японлуқларниң уйғур диярида елип барған саяһәтлириму, уйғурларни билиш мәқсидигә йәткүзәлмәйдикән. Сиртқи һалитидин бир қараш биләнла, дәрди йүрикигә көмүлгән уйғурларни чүшиниш мумкин әмәс икән.

Наоко ханим, "бүгүн тибәтликләрни билмәйдиған японлуқ йоқ, әмма уйғурларни билидиған японлуқлар көп әмәс" деди. Шундақла, уйғур тәшкилатлириға қарита тунҗи тәклипини оттуриға қоюп, чәт`әлләрдики д у қ ға охшаш мәркизи тәшкилатларниң япон хәлқигә болған тәшвиқатни күчәйтишиниң әһмийитиниң наһайити зор болидиғанлиқини тәкитлиди.

Наоко ханим: өз мустәқиллиқи үчүн күрәш қилишқа һәққи бар

Әлвәттә, уйғур тәшкилатлириға, уйғурларниң арзу – арманлириға көңүл бөлүватқан наоко ханимдин " вәтән ичи - сиртидики уйғур тәшкилатлири вә уйғур хәлқи өзлириниң мустәқил дөлитини қайта қуруш үчүн күрәш қиливатиду. Уйғурларниң бу хил мустәқиллиқ ирадисигә сиз қандақ қарайсиз?" дегән соални сорашни унутмидуқ. Бу соалимизға, наоко ханимдин шундақ җавап алдуқ:

"Уйғурлар әзәлдин мустәқил яшап кәлгән бир мәдәний милләт. Уйғурларниң өз мустәқиллиқи үчүн күрәш қилишқа һәққи бар. Мән уйғур миллитиниң ирадисигә һөрмәт қилимән вә уни қоллаймән".

Наоко ханимниң соаллиримизға җавап берип, хитайниң һазир өз иһтияҗлириға көрә, иккинчи дуня урушидин илгирики японийиниң таҗавузчилиқ дәвригә охшаш бир муһитта туриватқанлиқи, буниң хитай үчүн хәтәрлик бир ақивәт елип келидиғанлиқи вә уйғур тәшкилатлириниң бундин кейин йәнә қандақ вәзипиләрни өз зиммисигә елиши кирәклики һәмдә уйғурларниң һаман бир күни мустәқиллиққа еришидиғанлиқи һәққидә оттуриға қойған пикирлирини келәрки қетимлиқ аңлитишимизда диққитиңларға сунимиз. (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.