Шималий атлантик окян әһди тәшкилати русийә билән болған һәмкарлиқлирини күчәйтмәктә


2007.06.27

Дүшәнбә вә сәйшәнбә күнлири шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң баш секритари янде хоп схеффер москвада зиярәттә болуп, русийә президенти владимир путин қатарлиқ русийә һәрбий -сиясий рәһбәрлири билән учришип, шималий атлантик окян әһди тәшкилати-русийә һәмкарлиқ кеңишиниң бәш йилдин буянқи һәрбий сиясий вә бихәтәрлик саһәсидики һәмкарлиқ мәсилилири һәм нөвәттики хәлқара вәзийәтни өз ичигә алған бир қатар муһим мәсилиләр һәққидә музакирә елип барди.

Дүшмәнлишиштин һәмкарлишишқа йүзлиниш

Шималий атлантик окян әһди тәшкилати( нато) иккинчи җаһан уруши ахирлашқандин кейин башланған соғуқ мунасивәтләр уруши дәвридә сабиқ совет иттипақиниң тәһдитигә қарши қурулған ғәрб дөләтлириниң һәрбий-сиясий иттипақи болуп, шималий атлантик окян әһди тәшкилати тәхминән йерим әсиргә йеқин вақит сабиқ совет иттипақи билән тиркишип, варшава шәртнамисигә әза дөләтләр иттипақиниң рәқибигә айланған иди. Лекин, совет иттипақиниң йимирилишидин кейин, соғуқ мунасивәтләр уруши ахирлашти һәмдә буниңдин 10 йил илгири русийә шималий атлантик окян әһди тәшкилати билән һәмкарлиқ келишими имзалиди. Буниңдин бәш йил илгири русийә билән шималий атлантик окян әһди тәшкилати нато ‏- русийә һәмкарлиқ кеңиши қуруп, икки тәрәп арисида рәсмий һәмкарлишип иш елип бериш механизмини шәкилләндүрди.

Лекин, шималий атлантик окян әһди тәшкилати давамлиқ шәрққә кеңийип, бир қисим сабиқ совит иттипақи җумһурийәтлири һәмдә шәрқий явропадики дөләтләрни өз тәркибигә киргүзүп, оз чегрисини биваситә русийигә туташтурди. Гәрчә, русийә буниңдин нарази болсиму, лекин бәрибир нато билән болған һәмкарлиқлирини давамлаштуривәрди.

Русийиниң интерфакис агентлиқиниң учурлириға асасланғанда, русийә президенти владимир путин нато баш секритариға " шуни демәкчимәнки, бу қисқиғина тарихий әһмийәтлик пәйттә, русийә билән натониң мунасивәтлиридә пүтүнләй өзгириш болди. Өзара мунасивәтлиримиз бурунқи қаршилишиштин һазирқи һәмкарлишишқа өзгәрди, һәмкарлишиш даиримиз кәң , қилидиған ишларму коп, шуңа бу җәрянда көплигән мәсилиләрниң пәйда болуши тәбиий әһвал" дәп билдүргән.

Хәвәрләрдин қариғанда, нөвәттә, нато билән русийә арисидики пикир ихтилапи асаслиқи, башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системиси , грузийә вә украинниң натоға кириш шуниңдәк косованиң мустәқиллиқи мәсилилиридин ибарәт болуп, икки тәрәп бу һәқтә мувапиқ һәл қилиш йоли издимәктә.

Бу қетим нато баш секритари янде хоп схеффер америка билән русийиниң бирлишип, азәрбәйҗандики радар системисини ишлитиш пиланиниң америкиниң шәрқий явропада башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системиси орнитиш пиланиниң орнини толдуралмайдиғанлиқини, русийиниң бу хил пилани арқилиқ йәни пәқәт азәрбәйҗандики мәзкур системиға тайинипла иранға охшаш дөләтләрниң ракета һуҗумлириға тақабил турғили болмайдиғанлиқини тәкитлигән. Нәтиҗидә, путинму бир қанчә йеңи лайиһә оттуриға қойған.

Русийә агентлиқлириниң инкаслиридин қариғанда, нато баш секритари йәнә президент путинниң йеқинда русийә башқурулидиған бомбилиринң явропани нишанлайдиғанлиқи һәққидики сөзини тәнқид қилип, натониң бу һәқтики мәйданиниң америка билән бирдәкликини көрсәткән, русийә америкиниң мәзкур пилани мәсилисидә илгири қаттиқ болған болса, һазир юмшиған һәмдә америка вә нато билән һәмкарлишишқа рази болған.

Косова мәсилиси

Русийә косова мәсилисидә изчил һалда америкиниң мәйданиға қарши чиққан болуп, москва косованиң мустәқиллиқини қоллимай, уни сербийиниң аз санлиқ милләтләр яшайдиған бир өлкиси дәп һесаблиған.

Бу қетим шималий атлантик окян әһди тәшкилати баш секритари натониң русийиниң косова мустәқиллиқиғә тутқан позитсийигә нарази икәнликини, русийиниң б д т билән һәмкарлишип, косованиң мустәқиллиқ мәсилисини һәл қилиши керәкликини, қисқиси натониң русийидин косова мустәқиллиқ лайиһисини қобул қилишни үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

Русийиниң һәқиқий рәқиби ким?

Нөвәттә, русийә истратегийичилири русийиниң дөләт мәнпәәтигә тәһдит салидиған һазирқи вә кәлгүсидики күчниң ким болуши һәққидә түрлүк пикирләрни оттуриға қоймақта, бәзи мутәхәссисләр кәлгүсидә хитайниң русийиниң земин пүтүнликигә нисбәтән әң чоң тәһдит икәнликини оттуриға қоюшса, йәнә бәзиләр иран, нато вә шималий корийиниң русийә үчүн һәқиқий тәһдит икәнликини тәкитлимәктә.

Русийә һәрбий истратегийичиси караханоф натониң кәлгүсидә русийигә тәһдит пәйда қилмайдиғанлиқини җәзимләштүрүп, америкиниң явропадики қошунлирини чекиндүрүп кәткән әһвал астида явропа дөләтлириниң русийигә қарши кәң көләмдә уруш қилалиши мумкин әмәсликини пәрәз қилиду. " явропа кәң көләмлик урушларға қатнашмайду, русийә натодин қорқмаслиқи лазим" дәйду караханоф.

Бир қисим русийә мутәхәссислири русийиниң натони өзигә тәһдит дәп қариғанлиқи үчүн нато ниң шәрққә кеңийишидин һәқиқий йосунда әндишә қилидиған хитай билән бирликтә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қуруп, буниңдин пайдиланмақчи болуватқанлиқини, хитайниң уйғурларниң миллий наразилиқлири күчийиватқан уйғур елиниң йенидики қошна оттура асия вә афғанистанда америка җүмлидин натониң һәрбий-сиясий тәсириниң пәйда болушидин хатирҗәмсизлиниватқанлиқи түпәйлидин русийиниң бу хил ғәрбдин әндишә қилиш идийисини қоллаватқанлиқини җәзимләштүрмәктә. Нөвәттә, русийә әң илғар бир башқурулидиған бомба ясап чиққан болуп, у өзиниң һәрбий иқтидари вә күчини давамлиқ ашурған , буму ғәрбниң диққитини тартқан.

Хәвәрләрдин қариғанда, июл ейида русийә президенти путин америкини зиярәт қилип, президент буш билән әнә шу бир қатар ихтилаплиқ мәсилиләр һәққидә сөһбәтләшидикән. Бу учиришишниң икки тәрәп мунасивәтлирини җүмлидин нато билән русийә арисидики һәмкарлиқларни техиму күчәйтиш ролини ойниши пәрәз қилинмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.