Лондондики уйғур хәлқ нахша - музика әтрити
2007.08.09

Йеқинқи йиллардин буян уйғурларниң тонулушиға әгишип уйғур мәдәнийәт - сәнитиму дуня сәһнисидә барғанчә алқишқа еришмәктә, уйғур нахша - музикилириниң дуня миқясида кәң тарқилишиға уйғур сәнәткарлардин башқа чәтәлләрдики уйғур нахша - музика һәвәскарлириниңму өз алдиға төһписи бар. Мәсилән , әнглийидә қурулған лондон уйғур ансамбили, гәрчә бир қанчә сазчи һәм нахшичилардин тәркип тапқан кичик типтики уйғур нахша - музика әтрити болсиму,2004 - йили қурулғандин башлап әнглийидә уйғурларни һәм уйғур мәдәнийәт- сәнитини тонуштурушқа әһмийәтлик паалийәтләрни давамлаштуруп кәлмәктә.
---Сиз аңлаватқан бу гүзәл уйғур хәлқ аһаңи , лондон уйғур ансамбилиниң орундиши билән әнгилийиниң нурғун сәһнилиридә тамашибинларни мәстхуш қилған уйғур нахша - музикилириниң бири.
---Бу музикини орунлиғучилар арисида тәмбурда тәңкәш қиливатқан бир уйғур сазәндидин башқа дутар һәм ғиҗәктә әнглийилик музикантлар тәңкәш қилмақта .Улар уйғур хәлқ нахша - музикилириға иштияқ бағлап өгәнгән һәм уни уйғур сәнәткарлар билән бирликтә дуняға тонуштуруватқан сәнәткарлар. Улар уйғур кийимлири билән сәһнигә чиқип уйғур нахша - музикилирини вайиға йәткүзүп орунлиғанда сизму уларниң уйғур әмәсликигә ишәнмәйла қелишиңиз мумкин.
Төвәндә, лондондики бу уйғур ансамбилини тонуштуруп өтәй.
Ансамбил қурғучиси әзиз әйса
2004 - Йили тәшкилләнгән лондон уйғур ансамбили әнглийидә қурулған тунҗи уйғур нахша - музика әтрити һесаблиниду. Бу әтрәт асасән уйғур хәлқ аһаңлири , он икки муқам қатарлиқ уйғур килассик нахша музикилирини орундайду.
Ансамбилниң асаслиқ әзалири, йәни қурғучиси әзиз әйса - тарим дәря вадисидики шаярда туғулуп чоң болған болуп , у2001 - йилидин башлап лондонда яшап кәлмәктә , шундақла униң уюштуруши билән қурулған мәзкур ансамбилниң барлиқ паалийәтлирини һәмдә тәшвиқат вә интернет тор бетини башқуруш ишлириға мәсул болуп кәлмәктә.
Униң уюштуруши билән лондон уйғур ансамбили әнглийидики лондон вә башқа шәһәрләрдә түрлүк иҗтимаий паалийәтләрдә уйғур нахша - музикилирини сәһнидә көрситип алқишқа еришип кәлмәктә. Шундақла әнглийидики уйғур җәмийитиниң иҗтимаий һаятини бейитишқа бәлгилик рол ойнап норуз , һейт байрам күнлирини җанландуруп кәлмәктә.
Ансамбил булбули- рәһимә
Ансамбил нахшичиси рәһимә мәһмут- уйғур елиниң гүзәл или вадисида туғулуп өскән кейин әнглийигә келип олтурақлашқан, рәһимә гәрчә уйғур сәнәт саһәсидә кәспи тәрбийә алмиған болсиму , әмма сәнәтхумар аилисидики тәбий кәйпият һәмдә дутарчи акисиниң тәсиридә вә йәнә или мәшрәплиридин ибарәт тәбиий сәнәт мәктипиниң униң қәлбигә салған сәнәт уруқлириниң бих етиши билән у или хәлқ нахшилирини муң билән орунлап , чирайлиқ усулму ойниялайдиған сәнәт талантиға игә болуп йетилгән икән.
Әнглийидә мәзкур ансамбилниң қурулуши униң қәлбини чоңқур қатламлиридики сәнәт бихлирини көрсәтти .Һәтта йеқинда лондон уйғур ансамбилидики сазәндиләр билән униң орунлишида или хәлқ нахшилири албоми рояпқа чиқти.
Көпкә маһир сазәндә- низамидин
Мәзкур ансамбилниң асаслиқ сазәндиси низамидин сәмәтоф қирғизистанлиқ уйғур болуп ,әнглийигә келиштин илгири қирғизистандики уйғур хәлқ сазәндилиридин нурғун саз һәм нахшиларни өгәнгән. У дутар , тәмбүр, дап, гитар қатарлиқ көп хил сазларни маһарәт билән челип әнглийилик тамашибинларни һәйран қилиду.
Ғеҗәккә иштияқ бағлиған-ситефин җонес
Булардин башқа уйғур ансамбилида өзи уйғур болмисиму , уйғур нахша - музикилириға чоңқур муһәббәт бағлиған әнглийилик музикантларму бар , уларниң бири ситифен җонес әпәнди , у кәспи искирипка чалғучиси , у илгири хитай музикилирини челишни өгәнгән икән. Кейин у уйғур чалғулиридин ғиҗәкни челишни һәмдә уйғур музикилирини өгәнгән. Һазир у бу музика әтритидики уста ғеҗәкчи.
Чимән доппилиқ дутарчи-райчел
Райчел хәррс ханимға кәлсәк , бу әнглийилик мәдәнийәт тәтқиқатчиси уйғур нахша -музикилириға алаһидә қизиққандин башлап уйғур елигә бир нәччә қетим берип , һәтта узун туруп зиярәт қилиш , тәтқиқ қилиш вә өгиниш арқилиқ дутар билән уйғур хәлқ аһаңлири һәтта муқамларни чалалайдиған сәвийигә йәткән. У чимән доппини яраштуруп кийип дутарни қолиға алғанда, уйғур сазәндилиридин һеч қелишмайду .
Уйғур нахша музикилиридин һәммә тәң бәһриман болсун
Мана бу лондон уйғур ансамбилиға дуняниң һәр җайлиридин йиғилип тәшкилләнгән сәнәткарлар, уларниң сәһнидә бирликтә көрсәткән маһарәтлиридин уларниң уюшишиға сәвәб болған амилниң уйғур нахша -музикилириниң сеһри күчи икәнликини һес қилип йетәләйсиз, улар уйғур нахша - музикилиридин өзлири һозурлинипла қалмай , бу гүзәл уйғур нахша - музикилириридин әнглийидә һәтта дуняда йәниму көп кишиләрниң бәһрини алғузуш үчүн хизмәт қилмақта.
Мәзкүр ансамбил йәнә лондон уйғур ансамбили намида, енгилиз тилида мәхсус универисал бир тор бәт тәсис қилған болуп ,униңға уйғурларниң мәдәнийәт - сәнити, өрүп - адәт һәмдә тарихлири тонуштурулған нурғун материяллар қоюлған. Мәзкүр тор бәтниң сәһипилиридин һәтта уйғур ели вә башқа җайлардики уйғур сәнәткарларниң орунлишидики һәр қандақ типтики нахша -музикиларни тепип һозур алғили болиду . (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Алим сабит дамолламниң "әқаид җәвһәри"намлиқ әсири һәққидә
- Әслини сақлап қалған уйғур хәлқ нахшилиридин һузур елиң
- Мәшһур уйғур музиканти вә чақчақчиси ғопур диңхуло хатириләнди
- Дуня өсмүрлири учришиш күнигә уйғур балилар қатнашти
- Қазақистан язғучилириниң 13 - қурултийи дағдуғулуқ ечилди
- Өзбекистанда тонулған уйғур сәнәткар султан мәмәт әпәнди радиомизда
- Шаир, алимә патигүл сабитованиң 70 яшлиқи қутланди
- Түркийидә яйлақ фестивали өткүзүлди
- Шивитсийидә, үмид юлтузи намлиқ мәдәнийәт кечилики өткүзүлди
- "Шинҗаң нахшилири" зоқ әмәс "оқ" пәйда қилди (2)
- " Шинҗаң нахшилири" уйғурларда зоқ әмәс "оқ" пәйда қилди (1)
- Уйғур 12 муқами вә долан муқами парижда