Нур султан нәзәрбайефниң көйоғли рахәт алийиф вә униң икки ярдәмчиси әйибләнди


2007.05.23

Қазақистан ички ишлар министирлиқи чаршәнбә күни қазақистан президенти нур султан нәзәрбайефниң көйоғли рахәт алийиф вә униң икки ярдәмчисини қазақистан нурбанк банкисиниң сабиқ икки хадиминиң гөрәгә елиниш вәқәсии билән четишлиқ дәп әйибләп, улар һәққидә җинайи дело турғузди.

Вәқәниң җәрянлири

Қазақистан ички ишлар министири бағдад хоҗаәхмәтоф, қазақистанниң австирийидики баш әлчиси болған рахәт алийиф вә икки ярдәмчисини 18‏- вә 19‏- январ күнлири гөрүгә елинған қазақистанниң нурбанк банксиниң сабиқ икки хадиминиң гөрөгә елиниш вәқәсигә четишлиқ дәп әйиблигән.

Қазақситан ички ишлар министири хоҗаәхмәтоф чаршәнбә күни астанада мухбирларға бәргән баянатида, қазақистан президенти нурсултан нәзәрбайифниң мәзкур гөрүгә елиниш вәқәси һәққидә толуқ тәкшүрүш елип берилиши тоғрисида қазақистан ички ишлар минситири вә баш тәптишигә буйруқ бәргәнликини билдүрди.

Франисйә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, гөрүгә елинған икки кишиниң бири болған абилмаҗин гелимоф тепилған болуп, у иқтсадий җинайәт билән әйиблинип сотқа тартилған, лекин җолдаш тимралийиф һазирғичә из-дерәксиз ғайиб икән.

Хәвәрдә ейтилишичә, гелимоф сотта, қоллириға койза селинған һалда әлийиф вә униң қоғдиғучилири тәрипидин тутуп турулғанлиқини вә мал -мүлүклирини әлийифға өткүзүп бериш үчүн мәҗбур қилинғанлиқини билдүргән.

Әлийиф өткән һәптә гелимофниң сотта ейтқанлирини рәт қилип, буниң бир сиясий оюн икәнликини баян қилған иди.

Нур султан нәзәрбайифниң қизи дариға нәзәрбайифниң йолдиши болған әлийиф, қазақистандики сиясий вә иқтсадий җәһәттин нопузлуқ адәмләрниң бери һесаблиниду. У, қазақистан ички бихәтәрлик идарисиниң муавин рәиси болуп вәзипә өтигән шундақла униң қазақистан нурбанк банкиси қатарлиқ нурғунлиған ширкәтләр билән шириклики бар.

Сияси арқа көрүнүшләр

Сиясий мулаһизчиләрниң билдүрүшичә, бундин бурун әлийиф билән нурсултан нәзәр байиф оттурисида, нәзәрбайифдин кейин, униң орнини ким алидиғанлиқи тоғрисида җиддий талаш-тартиш йүз бәргән икән. Уларниң ейтишичә, бәзи кишиләрниң ярдими билән нәзәрбайиф вә әлийиф келишкән вә 2002‏- йили әлийиф қазақистанниң авистирийидики баш әлчиси вәзиписигә тәйинлинип, авистирийигә әвәтилгән.

Лекин әлийиф 2005‏- йили қазақистанға қайтип келип, қазақистан муавин ташқи ишлар министири вәзиписини өтәшкә башлиған. Әмма январ ейида нурбанк банкисиниң икки хадиминиң гөрүгә елиниш вәқәсидин кейин, қайта қазақистанниң баш әлчиси вәзиписигә тәйинлинип, авистирийигә әвәтилгән иди.

Бәзи қазақистан һөкүмәт хадимлири вә сиясий мулаһизичиләр, әлийифниң қазақситан парламентиниң нур султан нәзәрбайифни қазақистанниң өмүр буйи президенти қилип бекиткәнликидин вә парламентниң бу қарариниң президент тәрипидин қобул қилинғанлиқидин кейин, җинайәт билән әйиблинип қазақистанниң сиясий сәһнисидин йирақлаштурулғанлиқини әскәртип, буниң қазақистанда һакимийәт үчүн давамлишиватқан сиясий күрәш билән мунасивәтлик болуши мумкинлиқини билдүрмәктә.

Бәзи сиясий анализчилар, немә болушидин қәтийнәзәр, қазақистанниң сиясий мәйданидики бундақ һәрикәтләрниң чәтәл содигәрлириниң қазақистанға мәбләғ селиш арзусиға сәлбий тәсир йәткүзидиғанлиқини тәкитлимәктә. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.