Қазақистан президенти нурсултан назарбайев хитай зияритини башлиди


2006.12.20
hu-nazarbayef-200.jpg
Қазақистан президенти нурсултан назарбайев 20 – декабир күни хитай дөләт рәиси ху җинтав билән келишимгә қол қойғандин кейин, қол илишип көрүшмәктә. AFP

Мәркизий явро асиядики чоң дөләт һесаблинидиған қазақистан җумһурийитиниң президенти нурсултан назарбайев 19-дәкабир күни хитайға қаратқан бәш күнлүк дөләт ишлири зияритини башлиди һәмдә 20-дәкабир күни хитай дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшүп, соһбәт өткүзди.

Шинхуа агентлиқиниң учуридин қариғанда, икки дөләт рәһбири қазақистан билән хитайниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 15 йиллиқини тәбриклигән шуниңдәк өзара мунасивәтлириниң тәрәққияти вә қолға кәлтүргән нәтиҗилиригә юқири баһа бәргән.

Нурсултан назарбайев билән ху җинтав хәлқара вә район характерлиқ муһим мәсилиләр һәққидә пикир алмаштуруп, ортақ мәйданлирини ипадә қилишқан.

Икки рәһбәр он келишимигә қол қойди

Бүгүнки қазақистан агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, нурсултан назарбайев билән ху җинтав 10 келишимгә қол қойған болуп, бу сиясий мунасивәт, сода-иқтисад, мәдәний -маарип йәни өзара бир –бириниң илмий унванлири һәм оқуш һәм илим-пән мукапатлирини етирап қилиш, а чегра һалқиған дәрялар вә су ишлириға қарита илмий тәтқиқат қилиш һәм учур, енергийә мәһсулатлириға болған тамоҗна контроллуқи қатарлиқ саһәләрни өз ичигә алидикән.

Икки дөләт рәһбириниң бу қетим имзалиған һөҗҗәтлири ичидә әң муһими сиясий вә иқтисадий характерлиқ " хитай билән қазақистанниң 21-әсиридики һәмкарлиқ истратегийиси" билән " хитай-қазақистан иқтисадий һәмкарлиқини тәрәққи қилдуруш пилани" қатарлиқ икки келишим болуп, буниңда қазақистан билән хитайниң буниңдин кейинки сиясий, сода-иқтисад, енергийә вә башқа һәр саһәдики мунасивәтлирини раваҗландурушниң конкрәт нишани ениқ көрситилгән.

Икки рәһбәр қазақ-хитай мунасивәтлирини йәниму чоңқурлаштурушқа пүтүштин

Шинхуаниң ашкарилишичә, хитай рәиси ху җинтав билән қазақистан президенти нурсултан назарбайевниң сөһбити җәрянида ху җинтав җуңго билән қазақистанниң истратегийилик һәмкарлиқ мунасивәтлирини икки тәрәпниң бирликтә техиму мукәммәлләштүрүши вә илгири сүрүши үчүн төт хил тәклипни оттуриға қойған болуп, булар сиясий, сода-иқтисад, мәдәнийәт-маарип, аммиви паалийәт шуниңдәк бихәтәрликни қоғдаш қатарлиқларни өз ичигә алған. Ху җинтав мәзкур төт хил тәклипидә өзара сиясий җәһәттики ишинишни мустәһкәмләш, истратегийилик һәмкарлиқни күчәйтиш, икки тәрәп арисида түзүлгән " җуңго билән қазақистанниң 21-әсирдики һәмкарлиқ истратегийиси"ни әмәлийләштүрүш, сода мунасивәтлирини техиму чоңқурлаштуруп, 2015-йилиға кәлгәндә икки тәрәп содисини 15 милярд долларға йәткүзүш, хитай билән қазақистанниң һәмкарлиқидики қорғас хәлқара чегра һәмкарлиқ мәркизиниң қурулуш сүритини тезлитиш, маарип, мәдәнийәт, тәнтәрбийә, саяһәт шуниңдәк аммиви җәмийәтләр арисидики мунасивәтләрни күчәйтиш һәттә хитай " қазақистан мәдәнийәт байрими" өткүзүш арқилиқ ортақ һалда икки дөләтниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 15 йиллиқини хатириләш қатарлиқларни тәкитлигән.

Қазақистан дөләт унивәрситетиниң иқтисадий җуғрапийә профессори шерипҗан надироп һазир қазақистанни оз ичигә алған оттура асияниң америка, хитай вә русийидин ибарәт уч чоң дөләтниң тәсири астида қалғанлиқи, улар арисида риқабәт кетиватқанлиқи, хитайниң пүтүн имканийәтлири билән қазақистанни йениға тартиватқанлиқини көрсәтти.

Қазақистан президенти нурсултан назарбайев болса, ху җинтавниң тәклиплирини мәдһийләп, қазақистанниң сода, енергийә, асасий қурулуш қатарлиқларни өз ичигә алған һәр саһәдики һәмкарлиқни кеңәйтишни халайдиғанлиқини билдүргән.

Уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә зәрбә бериш икки рәһбәр сөһбитидики муһим тема

Уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә ортақ зәрбә бериш хитай билән қазақистан арисида 90-йилларниң оттурилиридин тартип давамлишип келиватқан сөһбәт темисидур. Қазақистан билән хитай шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астида һәмдә икки дөләтниң айрим мунасивәтлиридә шәрқий түркистан нами билән аталған уйғур сиясий һәрикәтлиригә ортақ зәрбә беришкә изчил пүтүшүп кәлмәктә.

Хитай рәһбәрлири баштин ахири қазақистандин уйғурларниң сиясий паалийәтлиригә йол қоймаслиқни тәләп қилип кәлгән болуп, 11-сәнтәбир вәқәсидин кейин хитай билән қазақистан терроризмға қарши күрәш қилиш һәққидә келишим һасил қилған шуниңдәк йәнә нурсултан назарбайев өзиниң алдинқи қетимлиқ зиярәтлиридә " шәрқий түркистан күчлирини хәлқара терроризмниң бир қисими" дәп қарап, хитай билән бирликтә зәрбә беридиғанлиқини билдүргән һәмдә мәзкур нуқта икки дөләт келишимлири вә бирләшмә баянатлириға киргүзүлгән иди.

Шунхуа агентлиқиниң хәвиридин ашкарилинишичә, хитай рәиси ху җинтав икки дөләт һәмкарлиқлирини илгири сүрүш һәққидики өзиниң төт хил тәклипиниң төтинчиси сүпитидә " бихәтәрлик саһәсидики һәмкарлиқни күчәйтип, көп тәрәптин қоюқ һәмкарлишиш, икки тәрәп "үч хил күч"ләрдин һәм чегра һалқиған җинайәтчиликтин ортақ мудапиә көрүш вә зәрбә беришни давамлаштуруш. . " Дәп тәкитлигән.

Бу йәрдә униң тәкитләватқини уйғурларниң узун йиллардин буян давамлаштуруп келиватқан шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикитигә қаритилған болуп, нурсултан назарбайевму өз сөзидә қазақистанниң хитай билән бирлишип, үч хил күчләр" гә давамлиқ зәрбә беришкә рази икәнликини қайта тәкитлигән.

Нурсултан назарбайев хитай билән болған мунасивәткә алаһидә әһмийәт бәргән

Қазақистан президенти нурсултан назарбайев хитай рәһбәрлиридин җиаң земин вә ху җинтав қатарлиқлар билән болған илгирики рәсмий учришишлирида "қазақистан-хитай инақ-қошнидарчилиқ, достанә-һәмкарлиқ шәртнамиси", " хитай билән қазақистанниң 2003-2008-йиллиқ һәмкарлиқ программиси" қатарлиқ көплигән сиясий, иқтисадий вә башқа саһәләрни өз ичигә келишимләр һәм шәртнамиләргә қол қойған иди. 2005-Йили ху җинтав астанани зиярәт қилғанда икки дөләт мунасивәтлири " истратегийилик шериклик мунасивәт" дәриҗисигә көтүрүлгән шуниңдәк улар арисидики сода 2005-йили йәттә милярд долларға йеқинлашқан. Бу йил сәккиз милярд долларға йәткүзүлүш қарар қилинған.

Қазақистан билән хитай енергийә саһәсидиму қоюқ мунасивәт орнатқан болуп, хитай қазақистан нефит ширкәтлириниң 40% тин артуқ пай чекини сетивалған һәмдә атасу-алатағ нефит аққузуш турубиси ишқа киришип, йилиға 12 милйон тонна нефитни хитайға тошуш пилани әмәлгә ашурулмақта. Хитай һазир қазақистан билән болған сода мунасивәтлирини күчәйтишкә әһмийәт бәргән болуп, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди хитайниң мәқситиниң оттура асияни иқтисадий җәһәттин игиләш икәнликини көрсәтти.

Қазақистан һөкүмитиниң хитай билән болған бу хил мунасивәтлириниң қазақистанниң кәлгүси, дөләт мәнпәәти үчүн зиянлиқ икәнлики һәққидики көз қарашлар қазақистан зиялийлар вә сиясәтчиләр һәм амма арисида мәвҗут болуп, атақлиқ қазақ сиясийони мурат авизоп бу бу пикирниң вәкили супитидә қазақистан һөкүмитини хитайдин һушяр болушқа коп қетим дәвәт қилған иди.

Бүгүнки қазақистан агентлиқиниң учуридин қариғанда, нурсултан назарбайәв бейҗиң қатарлиқ җайлардики екискурсийә вә учришиш паалийәтлирини давамлаштурмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.