Русийә -түркмәнистан -қазақистан сөһбити вә енергийә күриши
2007.05.14
Русийә президенти владимир путин 9-майдин 12-майғичә болған төт кун җәрянида мәркизий асия районидики икки енергийә дөлити қазақистан билән түркмәнистанда зиярәттә болуп, бу дөләт рәһбәрлири билән бир қатар сөһбәтләрни елип барди һәмдә келишимларни һасил қилди.
Владимир путинниң бу қетимқи зияритиниң русийә үчүн муһим җуғрапийиви сиясий әһмийәткә игә болупла қалмастин, бәлки енергийә җәһәттин муһим истратегийилик характергә игә икәнлики муәййәнләштүрүлмәктә.
Путин зиярәт җәрянида қазақистанда икки қетим болди
Русийә президенти владимир путин өзиниң оттура асияға қаратқан зияритини алди билән қазақистандин башлиди. Өткән пәйшәнбә күни у астанада қазақистан президенти нурсултан назарбайефниң юқири һөрмәт билән күтивелишиға сазавәр болған.
Русийиниң интерфакис агентлиқиниң учуриға асасланғанда, владимир путин билән нурсултан назарбайеф енергетика мәсилисини һалқилиқ музакирә қилған болуп, нефит вә тәбиий газ, көмүрчилик саһәсидики тошуш қурулуши вә атом ядроси саһәсидики өзара һәмкарлиқни күчәйтиш шуниңдәк русийиниң қазақистан, белорусийә билән болған таможна иттипақи қуруш мәсилилири уларниң сөһбәтлиридики мәркизий тема болған. Назарбайеф каспи нефит туруба йоли арқилиқ русийигә маңдуридиған нефитниң миқдарини техиму ашурушқа разилиқ билдүргән, путин болса, русийиниң қазақистанниң атом енергийә истансиси қурулушиға ярдәм беришкә қошулған һәмдә икки тәрәпниң ортақ уран тавлаш ишлирини күчәйтиш, байқанур аләм бошлуқиға учуш мәркизини бирликтә башқуруш һәққидә келишим һасил қилинған.
Түркмәнистан зиярити
Владимир путин назарбайеф билән сөһбәтлишип болғандин кейин 11-12-май күнлири түркмәнистанда зиярәттә болған. Бу, түркмәнистан президенти қурбангул бәрдимуһәммәдофниң йеқинда москваға елип барған дөләт зияритигә җавабән елип берилған зиярәт болупла қалмастин бәлки, путинниң һакимийәт тутқандин буян бу дөләткә елип барған тунҗи қетимлиқ рәсмий сәпири болуп һесаблинидикән.
Путин билән бәрдимуһәммәдоф түркмәнистан -русийә һәмкарлиқи җүмлидин енергийә һәмкарлиқлирини күчәйтиш һәққидә ортақ пикир һасил қилғандин кейин, 12- май күни түркмәнистанниң түркмәнбаши шәһиридә владимир путин, нурсултан назарбайеф вә қурбангүл бәрдимуһәммәдоф мәхсус каспи тәбий газ туруба йоли қуруш һәққидә сөһбәт елип берип, келишим һасил қилған.
Мәзкур үч дөләт рәһбири түркмәнистан тәбиий газини каспи деңизини бойлап, қазақистан территорийиси арқилиқ русийигә андин кейин явропа иттипақиға екиспорт қилишқа пүтүшүм һасил қилған болуп, һазир 1967-қурулған каспи деңизи қирғиқини бойлап, қазақистан арқилиқ русийини туташтуридиған тәбиий газ турубиси мәвҗут.
Лекин, буниң тошуш миқдари еһтияҗни қамдиялмиғанлиқи үчүн үч рәһбәр мәзкур туруба йолини ремонт қилип, тошуш миқдарини ашуруш һәм бу йолни бойлап йеңи туруба ятқузуш шуниңдәк өзбекистанниму туташтурушни қарар қилған. Уларниң келишими бу йил 9-айда рәсми имзалиниду.
Путин оттура асия енергийә күришидә ғәлибә қазанди
Путинниң түркмәнистан вә қазақистан рәһбәрлири билән бу районниң нефит вә тәбиий газлирини русийә территорийиси арқилиқ явропаға екиспорт қилишни күчәйтиши русийә енергийә мутәхәссислириниң нәзиридә бу оттура асия енергийисини талишиватқан хитай һәм ғәрб үстидин қазинилған зор ғәлибидин ибарәттур.
Русийиниң "нәвсру" учур ториниң хәвәр қилишичә, америкиниң енергетика министири сәмуйел бодман дүшәнбә күни парижда бу мәсилигә инкас қайтуруп, явропаниң өзиниң енергийә билән тәминлиниш мәнбәлирини һәрхиллаштуруши керәклики, ундақ болмиғанда, русийигә техиму беқинип қалидиғанлиқини әскәрткән. Чүнки, русийә һазирғичә явропани тәбиий газ билән тәминләп кәлгән болуп, газниң баһаси вә башқа мәсилиләрдә явропа билән русийә арисида даим пикир ихтилапи келип чиққан иди.
явропа русийигә беқинип қелиштин қутулуш үчүн түркмәнистанни өз ичигә алған оттура асия тәбиий газлирини биваситә елиш мәқситидә башқа йеңи йолларни издигән.
Хитайниң әһвали чатақму?
Униң үстигә йәнә сабиқ президент сәпәр мурат ниязоф хитай билән газ турубиси ятқузуп, уни өзбекистан, қирғизистан вә яки қазақистан арқилиқ уйғур елиға туташтуруп, һәр йили 30 милярд куб метир газни хитайға екиспорт қилиш һәққидә ху җинтав билән келишим һасил қилған. Бирақ, ниязоф өлгәндин кейин хитай түркмәнистанниң бу келишимни бикар қиливетишидин әнсиригән. Униң үстигә бу қетим, президент бәрдимуһәммәдоф хитай билән болған келишимни тилға елип қоймиған.
Қазақистанму хитай билән тәбиий газ турубиси қуруш һәмдә атасу-алатав турубиси арқилиқ тошулидиған нефитниң миқдарини ашуруш һәққидә келишим һасил қилған болсиму, лекин назарбайеф бу қетим путинға русийигә маңдурилидиған енергийә миқдарини техиму ашурушқа вәдә бәрди.
Өткән йили қазақистан чәткә маңдурған 53 милйон тонна нефитниң 42 милйонини русийә арқилиқ маңдурған болуп, бу йил мәзкур сан техиму ашмақчи. Ундақта астана вә ашхабад рәһбәрлириниң буниңдин кейин бейҗиң билән болидиған енергийә мунасивити қандақ болиду? бу бир муһим соал болса керәк?
Көзәткүчиләрниң қаришичә, русийә түркмәнистан, қазақистан қатарлиқ дөләтләрниң русийини ташлап қоюп, өз енергийисини мустәқил һалда явропа вә хитай базириға сетишини халимайду. Лекин, түркмәнистан рәһбири бәрдимуһәммәдоф явропа билән хитайни хатирҗәм қилип, түркмәнистанниң каспи деңизи арқилиқ явропани туташтуридиған газ турубиси ятқузуш пиланиниң барлиқини тәкитләп өткән.
Лекин, көзәткүчиләр бу йолниң түркмәнистан үчүн еғир тохтайдиғанлиқини көрситишкән. Буниңдин башқа йәнә путин оттура асияни зиярәт қиливатқан 11-13-май күнлири полшада украинийә, әзәрбәйҗан, грузийә, полша вә қазақистандин ибарәт бәш дөләтниң енергийә җәһәттә русийидин мустәсна һалда иш елип бериш һәққидә йиғини ечилған болуп, әслидә йиғинға қатнишидиғанлиқини билдүргән назарбайеф бирдинла буниңға бармай, әксичә путинни күтүвелип, түркмәнистан һәм русийә билән келишим һасил қилған.
Русийә көзәткүчилириниң қаришичә, буниңдин кейин, ғәрб вә хитайниң оттура асия енергийисини русийидин талишиш күрәшлири техиму әвҗи елиши мумкин.
Владимир путин 12-май күни келишим һасил қилинип болғандин кейин, йәнә қазақистанға қайтип, ақ тав шәһиридә назарбайефниң " ақ ордиси"да униң билән болған соһбитини давамлаштурған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә " вәтән уруши"ниң ғәлибисини тәбриклиди
- Мис һәйкәлдин туғулған җидәлләр: естонийә - русийә дипломатик күрәшлири
- "Америкиниң башқурулидиған бомба - қалқан системиси русийиниң мәнпәәтигә пайдилиқ"
- Русийә җамаәтчиликиниң борис йелтсингә бәргән баһалири
- Русийиниң түркмәнистан тәбий гази үстидики контроллуқи давамлишиду
- Сабиқ русийә президенти борис йелтсин вә демократийә
- Русийиниң сабиқ президенти борис йелтсин вапат болди
- Америка - русийә арисида қайта соғуқ уруш вәзийити шәкиллинәмду?
- Америка оттура асияда русийә билән һәмкарлишишни халайду
- Русийә-грузийә тоқунуши
- Русийә армийисидики вәһшиянә қилмишлар
- Украинийә билән русийә газ мәсилисидә келишим һасил қилди