Русийә хитайға тәбиий газ сетип бәрмәйду
2007.06.20
19-Июн күни москвада өткүзүлгән йирақ шәрқ вә ташқи байқал районини раваҗландурушқа аит өткүзүлгән йиғинда русийиниң әң чоң тәбиий газ ширкити " газпром" сахалин арилиниң тәбиий газлири билән хитайни тәминләш пиланиға қарши чиқип, "сахалин -1" мәнбәсиниң тәбиий газлирини хитайға сетишни тәнқид қилди.
Газпром ширкитиниң бу хил мәйдани русийә енергийә саһәсидила әмәс, бәлки русийиниң енергийә базириға киргән америка, японийә, хитай шуниңдәк явропа дөләтлири үчүнму мурәккәп мәсилиләрни пәйда қилиши мумкин икән.
Газ билән тәмиинлинишкә муһтаҗ йирақ шәрқ
Русийиниң йирақ шәрқидики сахалин арили мол тәбиий газ записиға игә район болуп, бу йәрдики газ мәнбәлирини ечишқа америкиниң "ехсан мобил" ," шелл" вә японийиниң "митсубиши" қатарлиқ ширкәтлири қатнишип мәбләғ салған. "Сахалин -1" намлиқ газлиқ әнә шу ширкәтләрниң мәблиғи билән ечилған болуп, 2006-йили 16-өктәбирдә" ехсан мобил" хитай дөләтлик нефит ширкити билән хитайға һәр йили сәккиз милярд куб метир газ сетип бериш һәққидә тохтамнамә түзгән.
" Русийә гезити"ниң хәвәр қилишичә, сәйшәнбә күнидики йиғинда газпром ширкитиниң муавин башлиқи александир ананенкоф русийә һөкүмитидин "сахалин-1" ниң хитайға газ сетиш пиланини тосуп қелишини тәләп қилип," ехсан мобил"ниң русийә газлирини екиспорт қилмаслиқини , екиспорт қилиштин илгири алди билән русийиниң еһтияҗини ойлишиши лазимлиқини көрсәткән. Униң тәкитлишичә, русийиниң йирақ шәрқидики төт районниң тәбиий газ билән тәминлиниш еһтияҗи юқири болуп, бу район аһалилирини һәр йили 15 милярд куб метир газ билән тәминләш еһтияҗи мәвҗут, русийә дөләтлик газпром ширкити бу еһтияҗни қамдиялмиған .
Газпром ширкитиниң русийиниң яқутийә җумһурийитидики газларни хабаровски райониға елип келишкә вақит кетиду , униң үстигә йәнә "сахалин -3 "дәп аталған тәбиий газлиқни ечип, бу йәрдин алған газлар билән йирақ шәрқни тәминләшкә аз дегәндә йәнә икки - үч йил сәрп қилиниши мумкин икән.
Русийә һөкүмити газ сетишқа қарши туруши мумкин
Сахалин арилидики "сахалин-1" намлиқ газ мәнбәсини өз ичигә алған мәнбәләрдә җәмий 485 милярд куб метир газ записи бар болуп, хитай өзиниң енергийә еһтияҗини қамдашта русийиниң сибирийә райони җүмлидин сахалин арилидики тәбиий газлиқларни муһим нишан қилған иди.
Газпром ширкитиниң муавин башлиқи александир ананенкофниң хитайға тәбиий газ екиспорт қилмаслиқ тәлипини русийә енергийә министирлиқиниң муавин министири андрей дементийев қоллап, " биз сахалин-1 мәнбәсиниң газлири русийиниң еһтияҗини қамдаш үчүн болуши керәк дәп қараймиз, чүнки униңсиз, русийидә енергийә тәңпуңлуқи болмайду" дәйду.
" Русийә гезити"ниң хәвиридә көрситилишичә, муавин енергийә министири дементийев йәнә сахалин-1 ни ачқан америка ехсан мобил ширкитиниң хитайға газ сетиши мәсилисидә һәққидә тохтилип, бу ширкәтниң мәзкур пиланиниң русийиниң қануниға уйғун келиши , йәни ечилған газларниң алди билән русийиниң ички еһтияҗини һәл қилишқа қаритилиши керәкликини оттуриға қойған. Газпром ширкитиниң "сахалин-1" тәбиий газлирини хитайға сетиш мәсилисигә қарши чиқишиға нисбәтән түрлүк инкаслар қозғалди. Русийә тәбиий газ җәмийитиниң мәсули чинофниң қаришичә, газпромниң хитайға тәбиий газ сетишқа қарши чиқишиниң сәвәблири мурәккәп болуп, бу русийә енергийә саһәсидики тоқунушлар билән мунасивәтликтур.
Нөвәттә, русийиниң ички еһтияҗиму юқири болуп, йирақ шәрқ қатарлиқ көплигән җайларда газ билән тәминлиниш мәсилиси мәвҗут. Бәлки русийә буниңдин кейин енергийә мәсилисигә техиму зор дәриҗидә йолуқуши мумкин.
Енергийә хитай-русийә һәмкарлиқлиридики әң муһим нуқта
Хитайниң тәрәққияти униң һазирдин башлап, кәлгүси енергийә еһтияҗиниң һәддидин зиядә юқири болидиғанлиқини көрсәтмәктә, хитай һөкүмити һазирқи вә кәлгүсидики еһтияҗи үчүн хитайниң әтрапидики русийә вә мәркизий асияниң енергийисини қолға кәлтүрүшни нишан қилип, русийә , қазақистан, түркмәнистан вә өзбекистан билән енергийә келишимлири түзди.
Енергийә һәмкарлиқи хитай рәһбәрлири билән русийә рәһбәрлири арисида баштин ахири муһим тема болуп кәлгән. Өткән йили хитай билән русийә арисида икки тәбиий газ турубиси ятқузуп, 2011-йилидин етибарән русийә газлирини хитайға тартиш келишими имзаланған.
Шуниң билән бир вақитта йәнә русийиму өз енергийилирини явропаға сетиватқан дөләт болуп, русийә явропани тәбиий газ билән тәминләйду, президент путин йеқинда қазақистан вә түркмәнистан билән каспи деңизи бойи тәбиий газ туруба йоли қуруш пиланини музакирә қилип, бу икки дөләтни енергийә саһәси бойичә өзи билән техиму зич бағлиди. Русийә бу арқилиқ хитайниң оттура асияниң енергийә содисида үстүнлүкни игилишигә қаршилиқ билдүрүп, русийиниң йәнила бу райондики һәл қилғуч амил икәнликини көрситип қойди.
Қисқиси русийә сиясәт саһәсидики бир қисим кишиләр русийиниң дөләт истратегийилик байлиқлири җүмлидин енергийә мәһсулатлирини хитайға көпләп сатмаслиқ, хитайниң йирақ шәрқ вә сибирийә райониға сиңип киришиниң алдини елиш тәдбирлирини бекитиш идийисиниму оттуриға қойған. Шуңа президент путин йирақ шәрқ вә ташқи байқал районини тәрәққи қилдуруш истратегийилик пилани түзүп чиққан иди.
Русийә көзәткүчилириниң қаришичә, илгири хитайниң дачиң-ангарски нефит аққузуш турубиси ятқузуш арқилиқ русийә нефитлиригә еришиш пилани мәғлуб болған һәмдә йеқинда русийиниң түркмәнистан вә қазақистан билән йеңи енергийә һәмкарлиқи орнатқан әһвал астида бу қетим хитайниң сахалин-1 тәбиий газ турубиси арқилиқ һәр йили сәккиз милярд куб метир газға еришиш мәқсити әмәлгә ашмиса, буларниң һәммиси , хитайниң енергийә истиратегийиси үчүн зор зәрбә болуп һесаблинидикән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә -түркмәнистан -қазақистан сөһбити вә енергийә күриши
- Америка мәркизий асияниң бирлишишини халайду
- Русийиниң түркмәнистан тәбий гази үстидики контроллуқи давамлишиду
- Русийиниң сабиқ президенти борис йелтсин вапат болди
- Ху җинтавниң русийә зияритидин инкаслар
- Русийә билән хитай инақ қошна, яхши дост вә яхши шерик
- Хитай рәиси ху җинтав москва зияритини башлиди
- Русийә армийиси шитаб башлиқиниң хитай зиярити вә русийә-хитай һәрбий мунасивәтлири
- Русийиниң амур областида хитайға қарши долқун қозғилишидин әндишә қилинмақта
- Хитай, русийә вә һиндистан ташқи ишлар министирлири хәлқара вә район характерлик мәсилиләр үстидә музакирә елип барди
- Русийә-хитай мәхпий мунасивәтлири
- Уйғур елиниң қизилма байлиқлири немә мәқсәттә булаң - талаң қилиниватиду