Нилқа наһийилик һөкүмәт деһқанларға давамлиқ хизмәт ишлимәктә
2005.04.05
Алдинқи қетим, радиомизниң һәқсиз линийисигә телефон ачқан бир уйғур, нилқа наһийилик һөкүмәтниң 7 миң модин ошуқ бинәм йәрни ғәрбий тәңритағ орман райониға бөлүп бәргәнлики сәвәбидин, буниңға нарази болған нилқа деһқанлириниң бу йил мәзкур җайларда өз алдиға териқчилиқ елип барғанлиқи һәққидә бәргән мәлуматлирини аңлатқан идуқ.
Биз бу һәқтә техиму илгирлигән мәлуматқа игә болуш үчүн нилқа наһийисидики алақидар орунлар билән алақилаштуқ. Нилқа наһийисиниң һакими нурдан бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилди.
©
2005 Radio Free Asia