Рабийә қадир ханимниң нобил тинчлиқ мукапатиниң намзати қилип көрситилишиниң әһмийити һәққидә


2007.10.24

Алдинқи аңлитишимизда , хитай мәтбуатлирида йеқиндин буян ғулғула қозғиған , " немә үчүн йеқинқи йиллардин буян хитай чоң қуруқлуқидикиләргә нобил мукапати берилмәйду" дегән тема үстидә шуниңдәк хитайларниң нобил мукапатиға еришәлмәсликидики асаслиқ сәвәбләрниң хитай һакимийитиниң дөләтни қанун буйичә башқурмаслиқ, пуқраларниң кишилик һоқуқиға әһмийәт бәрмәслик һәмдә хитайда инсанийәт дунясиниң тенчлиқи үчүн төһпә яритиш җасаритиниң камчиллиқи қатарлиқ амиллар икәнлики тоғрисида уйғур сиясий паалийәтчилириниң қарашлирини аңлатқан идуқ.

Бүгүн, уйғур милли һәрикитиниң йетәкчиси , мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң 3 йилдин буян нобил тенчлиқ мукапатиниң күчлүк намзати қилип көрситилишидики түп сәвәб һәмдә униң әһмийити һәққидә йәнә бир қисим уйғур сиясий паалийәтчилириниң баянлирини силәргә сунимиз.

юқиридики улиништин, мухбиримиз әқидәниң бу мәсилиләр һәққидә уйғур сиясий паалийәтчилири билән елип барған сөһбитини аңлайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.