Норвигийидики нобел сарийида уйғурларға даир материяллар көргәзмигә қоюлди


2007.09.26

25 ‏- Сентәбир күни норвегийиниң осло шәһиридә нобел мукапатини баһалаш комитети вә башқа инсан һәқлири тәшкилатлириниң бирликтә уюштуруши билән сиясий тәқдири хәтәр астида туруватқан милләтләрниң сиясий әһвали вә мәшһур сиясий шәхисләр тонуштурулған көргәзмә нобел сарийида рәсмий башланди.

Бу көргәзмигә норвегийиниң сиясий сәһнисидики партийиләрниң лидерлири, сиясий әрбаплар вә һәрқайси инсан һәқлири тәшкилатлириниң хадимлири тәклип билән қатнашқандин сирт , норвигийидә яшаватқан уйғурлардинму бирқисим вәкилләр қатнашқан.

Көргәзмигә уйғурларниң сиясий вә иҗтимаий әһваллириға даир материяллар қоюлғандин башқа , уйғурларниң мәнивий аниси рабийә қадир ханимниң рәсимлири вә атақлиқ сәнәткар мәрһум көрәш күсәнниң нахшилириму қуюлған . Көргәзмигә қатнашқан өмәр һаҗим телефон зияритимизни қубул қилип бу паалийәт һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди. (ялқун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.