Йеза кадирлири һәм зиялийларниң ноғайту деһқанлириниң терилғу йәрлириниң сетилиш мәсилисигә болған қариши

Ноғайту йезисида йәрлири мәҗбурий сетилған деһқанлар өзи сатқан йәргә берилгән төләм пулиниң аран 50% игә еришәлигән.
Мухбиримиз меһрибан
2011.05.19
zhou-yongkang-beijing-yighin-305.jpg Хитай сиясий қанун комитети муавин секретари җу юңкаң бейҗиңдики хәлқ қурултийида. 2008-Йили 8-март.
AFP

Биз ноғайту деһқанлириниң терилғу йәрлириниң хитай ширкәтлиригә мәҗбурий сетилип бериш вәқәсигә, шу йезидики йеза кадирлириниң қандақ қарашта икәнликини билиш үчүн, деһқанлар тәминлигән учурға асасән, ноғайтуда партком секретари болуп ишлигән яри қасим исимлик йеза кадириға телефон қилдуқ.

Яри қасим мухбирниң әркин асия радиосидин телефон қилғанлиқини билгәндин кейин, аввал өзиниң пенсийигә чиққанлиқини әскәртти. Андин өз қаришини оттуриға қоюп, деһқанларниң терилғу йәрлириниң сетилиш мәсилисидә йезилиқ һөкүмәт деһқанларға тәшвиқатни күчәйткән болсиму, әмма деһқанларниң йерини сетивелишта деһқанларға бесим қилиштәк зорлаш васитиси қоллинилмиғанлиқини илгири сүрүшкә тиришти.

Мушу айниң бешида әркин асия радиоси зияритини қобул қилған мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәндиму, сөһбәт җәрянида, уйғур районида деһқанларниң терилғу йәрлири һәм хәлқниң олтурақ өйлириниң “һалқима тәрәққият райони ечиш” баһанисидә хитай ширкәтлири тәрипидин игиливелиниш әһвалиниң еғирлиқини тәнқидлигән иди.

Илһам тохти әпәндиниң тәнқиди елан қилинғандин кейин, хитай тәшвиқат васитилиридин хәлқ гезити өткән һәптә хитай сиясий қанун комитетиниң башлиқи җу юңкаңниң уйғур аптоном районидики зиярити җәрянида уйғур аптоном районидики һалқима тәрәққият қурулушида деһқанларниң йерини игиливалмаслиқ һәққидә чақириқ қилғанлиқини хәвәр қилған иди. Арқидинла 16-май күни хәлқ гезитидә йәнә дөләт земин байлиқи министирлиқи тарқатқан “йәр елиш билән өй чеқиш, көчүрүшни башқуруш хизмити һәққидики җиддий уқтуруши”ни елан қилип, деһқанларниң йерини мәҗбурий елиш, өйни мәҗбурий чеқип көчүрүш қатарлиқ қанунға хилап қилмишларниң алдини елишни тәкитләнди.

Яри қасим мухбирниң хитай қанунидики деһқанларниң терилғу йерини игилимәслик бәлгилимисиниң ноғайту йезисида иҗра қилиниш әһвали һәм хәлқ гезитидә елан қилинған хитай сиясий қанун комитети башлиқи җу юңкаңниң уйғур аптоном районидики һалқима тәрәққият қурулушида деһқанларниң йерини игиливалмаслиқ һәққидики чақириқиға қандақ қарайдиғанлиқи һәққидики соалиға еһтиятчанлиқ билән җаваб берип, мухбирниң ноғайту йезисидики деһқанларниң терилғу йәрлириниң сетилиш вәқәси һәққидики конкрет мәсилиләрни һазир бу йәрдә партком секретари һәм йеза башлиқи болуп ишләватқанлардин игилишимизни тәвсийә қилип, өзиниң бу ишларниң тәпсилатини яхши билмәйдиғанлиқини билдүрди.

Ғулҗидин зияритимизни қобул қилған бир уйғур зиялийси, ноғайту йезисиға охшаш йезилардики терилғу йәрләрниң хитай ширкәтлиригә сетилиш вәқәси, хәлқ гезитидә бесилған җу юңкаңниң деһқанларниң терилғу йәрлирини зорлуқ билән игилимәслик һәққидики чақириқи һәм бир қатар қарарларниң, әмәлийәттә илгирила хитай қанунида бәлгиләнгән қануни бәлгилимиләр болсиму, әмма йәрлик һөкүмәтниң бундақ қарарларни иҗра қилмайдиғанлиқини билдүрди.

Йеқинқи йиллардин буян хитайдики деһқанларниң йеридин айрилип қелиш мәсилиси хәлқарадиму җиддий қариливатқан мәсилигә айланған болуп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати бу йил әтиязда елан қилған дуня ашлиқ қәһәтчилики һәққидики доклатида, хитай һөкүмитини тәнқидләп, хитайда деһқанларниң терилғу йеридин айрилип қелиш мәсилисиниң барғанчә еғирлашқанлиқини әскәрткән иди.

Америка мичиган университети билән хитай хәлқ университети бу йил 5- айниң 3-күни хитайдики 17 өлкидики йеридин айрилип қалған 1564 деһқан үстидин елип барған тәкшүрүш нәтиҗисини елан қилған. Доклатта дейилишичә, хитайда тәхминән 37% деһқанниң йәрлири бу бирнәччә йилдин буян түрлүк баһаниләр билән игиливелинған. Доклаттин мәлум болушичә, йери игиливелинған деһқанлардин 29% деһқанниң йери алдин ала уқтуруш қилинмастин туюқсиз игиливелинған. Йери игиливалған 58% деһқанниң берилгән төләм пулға қарита разилиқи елинмиған. Әң еғир болғини, йери игиливелинған 60% деһқан мувапиқ төләм пулға еришәлмигәнлики баян қилинған иди.

Ноғайту йезисидики терилғу йәрлирини сетишқа мәҗбурланған деһқанларниң әһвалиму юқириқиға охшаш болуп, зияритимизни қобул қилған ноғайту деһқанлири һәм йеза кадирлириниң билдүрүшичә, ноғайту йезисида йәрлири мәҗбурий сетилған деһқанлар өзи сатқан йәргә берилгән төләм пулиниң аран 50% игә еришәлигән. Деһқанларға төлинишкә тегишлик пулниң қалған йерими кейин берилиду дегән баһанидә тутуп қелинған.

Уйғур елидин игилигән учурлиримиздин мәлум болушичә, 2009-йили 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейинки “шинҗаңға ярдәм” йиғинидин кейин, хитайниң 19 өлкисидин кәлгән хитай ширкәтлириниң “һалқима тәрәққият райони қуруш”, “кан ечиш” қатарлиқ баһаниләрдә йәр игиливелиши барғанчә еғирлашмақта икән. Радиомизға бу һәқтә инкас қилған турпанйүзи деһқанлири, ноғайту деһқанлири вә башқа йеридин айрилип қелип, бейҗиңда әрз қиливатқан уйғур деһқанлири, уйғур елидики йеридин айрилған деһқанларниң наһайити аз бир қисми икән халас.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.