Хитайниң ғәрбий шималидики нопус вә тәрәққият мәсилиси


2005.08.09
CHINA-XINJIANG-MIGRANT-J-41.jpg
Хитайниң гәнсу, хунән вә хенән қатарлиқ җайлиридин кәлгән аққунлар үрумчидики бир кочида иш издәш тахтилирини есиши турмақта. 1998-Йил тартилған. AFP

6-Авғуст күни хитайниң чиңхәй өлкисидә, ғәрбий шимал районларниң нопус вә тәрәққият мәсилиси һәққидә мәхсус муһакимә йиғини ечилған болуп, бу йиғинни уйғур аптоном районини өз ичигә алған шәнши, гәнсу, ниңшя вә чиңхәй қатарлиқ җайларниң һөкүмәт орунлири тәшкиллигән.

Ғәрбий шималда нопус тиз көпәйгән

Мәзкур йиғинда, хитай дөләт пиланлиқ туғут комитетиниң мудири җаң вейчин мәхсус нутуқ сөзлигән. Җаң вейчин сөзидә " һазир ғәрбий шимал райониниң нопус көпийиш сүрити мәмликәт бойичә биринчи орунда туриду. Мәзкур райондики нопусниң бундақ тез сүрәттә көпийиши, бу җайниң екологийилик тәңпуңлуқ, байлиқ вә муһитиға зор бесим елип кәлмәктә" дегән.

Пиланлиқ туғут комитетиниң мудири җаң вейчин сөзидә йәнә : " ғәрбий шимал районлиридики нопусниң өсүш сүрити мәмликәт бойичә әзәлдин алдинқи орунда болуп, бу районлардики иқтисадий күч нопусқа нисбәтән аҗиз болған. Нопусниң тез сүрәттә көпийиши билән иқтисадий җәмийәттики байлиқ мәнбәлири оттурисидики зиддийәт барғансери күчийишкә башлиған" дәп билдүрди.

Ғәрбий шимал районларниң нопус вә тәрәққияти һәққидә ечилған бу йиғинда, юқирида дәп өтүлгән мәсилидин башқа йәнә, ғәрбий шимал районидики аз санлиқ милләтләрниң нопуси вә сапаси, аз санлиқ милләтләр арисидики намратлиқ вә қалақлиқ мәсилиси шундақла аз санлиқ милләтләр районидики су мәнбәсиниң еғир дәриҗидә кәм болуватқанлиқи, яйлақниң еғир дәриҗидә чекиниватқанлиқи, мәдәнийәт - маарипиниң арқида қеливатқанлиқи қатарлиқ мәсилиләрму бир - бирләп оттуриға қоюлған.

Хитай көчәмәнлири нопусниң көпийишидики асаслиқ амил

Ғәрбий шимал райониниң байлиқ мәнбәси чәклик. Хитай һөкүмитиниң екологийилик тәңпуңлуқ вә иқтисадий байлиқ мәсилисини көздә тутмай, адәм йөткәш сияситини давамлаштуриши кәлгүсидә техиму еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириду.

Вашингтондики "хитай учур мәркизи" ниң мәсули чин күйде әпәнди чиңхәйдә ечилған бу йиғин һәққидә тохтилип, "бу қетимқи йиғинда, хитай һөкүмитиниң ғәрбий шимал районида мәвҗут болуп туруватқан мәсилиләрни оттуриға қойғанлиқиниң өзи, мәзкур мәсилиләрниң нәқәдәр еғир дәриҗидә икәнликини көрситип бериду" дәп тәкитләп, мундақ деди:

"Хитай һөкүмитиниң һазирқи сиясити асасән ғәрбий шимал районларға қаритилған. Коммунист хитайда, тарихтин буян чегра районларни өз территорийисигә қошувалидиған вә шу йәрдики хәлқниң мәдәнийитини йоқитип, уларни пүтүнләй хитайлаштуридиған миҗәз бар. Демәкчи болғиним шуки, улар аз - санлиқ милләтләргә әзәлдин ишәнмәйду, уларда аз санлиқ милләтләрдин еһтият қилидиған психика наһайити күчлүк, шуңа улар һәр заман нурғунлиған хитай миллитини шинҗаңни өз ичигә алған аз санлиқ милләтләр районлириға түркүмләп әвәтип, шу җайларда һөкүмранлиқ қилишни йолға қоюп кәлгән. Хитай һөкүмити аз санлиқ милләтләр райони һәққидә көплигән етибар бериш сияситини бәлгилигән, бу хил етибар бериш, ичкири өлкиләрдики хитай миллитини җәлп қилип кәлмәктә. Униң үстигә хитай һөкүмити ғәрбий шималға баридиғанлар үчүн техиму кәңри сиясәтләрни оттуриға қоюп кәлгән. Мана буларниң өзи, йеқинқи йиллардин буян ғәрбий шимал нопусиниң бу дәриҗидә өсүп кетишиниң түп сәвәби".

"Ғәрбни ечиш" екологийини бузмақта

Зияритимизни қобул қилған "хитай учур мәркизи" ниң мәсули чин күйде әпәнди, хитай һөкүмитиниң йеқинқи йиллардин буян, уйғур елидә елип бериватқан "ғәрбни ечиш" һәрикити һәққидә тохтилип " коммунист хитайниң "ғәрбни ечиш " сиясити тәбиәткә бойсунмиған, екологийә вә тәңпуңлуқ қатарлиқ мәсилиләрни бир чәткә қайрип қоюп, өз шәхси мәнпәәти үчүн елип барған һәрикәт. Улар тәбиәтниң қануниға бойсунмай, өз алдиға бир йүрүш сиясәтләрни бекитип, мәҗбури һалда нурғунлиған адәмләрни башқа йәрләрдин " ғәрбни ечиш" шуари астида, бу җайларға йөткәп әкәлгән адәм нопуси барғансери көпийип, байлиқ мәнбәси билән тоқунушидиған әһвал барғансери еғирлашқан. Шуниң билән бу йәрләрниң екелогийилик тәңпуңлиқи пүтүнләй бузулуп, нурғун җәһәтләрдә тәрәққий қилиш әмәс, бәлки бүгүнкидәк чекиниш әһвали йүз беришкә башлиған" дәп көрсәтти.

"Хитай учур мәркизи" ниң мәсули чин күйде әпәнди сөзиниң ахирида "әгәр хитай һөкүмити ғәрбий шималда мәвҗут болған мәсилиләрни һәл қилимиз дәйдикән, алди билән, бу җайларға мәҗбури адәм йөткәш сияситини тохтитиши керәк. Чүнки ғәрбий шимал райониниң байлиқ мәнбәси чәклик, хитай һөкүмитиниң бу хил екологийилик тәңпуңлуқ вә иқтисадий байлиқ мәсилисини көздә тутмай, адәм йөткәш сияситини тохтатмайватқанлиқи кәлгүсидә техиму еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириду" дәп көрсәтти. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.