Түркийидә норуз паалийәтлири өткүзүлди


2006.03.21
noruz-turkiye.jpg
Норуз паалийтидики уйғурлар

21-Март күни түркий хәлқләрниң әнәниви норуз байрими. Бу мунасивәт билән, истанбул валилиқиниң уюштуруши билән истанбулда һәмдә явро асия оқуғучилар бирликиниң тәшкиллиши билән әнқәрәдә норуз байрими паалийити өткүзүлди.

Паалийәткә түркийиниң 20 вилайитидин кәлгән оқуғучи, оқутқучи вәкиллири, түркийидә паалийәт елип бериватқан азәри, татар, қазақ қирғиз вә түркмән җәмийәтлириму вәкил вә сәнәт өмәклири билән қатнашти.

Һәр икки шәһәрдики паалийәткә шәрқий түркистан вәхпи вә шәрқий түркситан мәдәнийәт – һәмкарлиқ җәмийити намида түркийидә яшаватқан уйғурлар қатнашти вә сәнәт номурлири көрсәтти.

Бу мунсивәт билән түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим, истанбулдики шәрқий түркистан вәхпи баш катипи һамит көктүрк әпәнди вә әнқәрәдики паалийәткә қатнашқан шәрқий түркистан мәдәнийәт – һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә сөһбисиниң башлиқи хәйрулла әпәндини зиярәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.