Ғәрб мәмликәтлиридә норуз байрими

Уйғур қатарлиқ түркий вә парс тиллиқ хәлқләрниң әнәниви байрамлириниң бири һесаблинидиған норузниң йетип келиши билән чәтәлләрдики уйғурлар өзлири зич яшайдиған оттура асия җумһурийәтлири, түркийә қатарлиқ мәмликәтләрдин башқа йәнә ғәрб дөләтлиридиму норуз байримини дағдуғилиқ өткүзди.

Хәвәрләргә қариғанда, бу йил бир қисим ғәрб мәмликәтлиридики уйғурлар норузни һәр йилидикидин дағдуғулуқрақ вә мәзмунлуқрақ өткүзгән.

Америкидики уйғурлардин башқа йәнә канададики уйғурларму 19-март күни торонто шәһиридә бир йәргә җәм болуп, норуз паалийити өткүзгән. Хәвәрләргә қариғанда, мәзкур байрам паалийитигә канаданиң торонто, монтреал вә башқа шәһәрлиридин кәлгән бир қисим уйғурлар қатнашқан.

Билдүрүшләргә асасланғанда явропадики бир қисим мәмликәтләрдә норуз өткүзүлүп болғандин сирт йәнә әнгилийә, шивитсийә қатарлиқ мәмликәтләрдики норуз паалийити 24-25-март күнлири өткүзилидикән.

Инкасларға қариғанда, ғәрб мәмликәтлиридә уйғурларниң саниниң ешиши җүмлидин уйғурларниң сиясий дава паалийәтлириниң җанлинишиға әгишип, һәр йили 12-ноябир шәрқий түркистан җумһурийәт күнини хатириләш, қурбан һейт, роза һейт вә норуз өткүзүш муһим миллий паалийәтләрниң тәркибидин орун алған. Буниңда уйғур миллий роһи вә диний етиқадини күчәйтиш һәмдә йеңи әвладларниң өз миллити һәм вәтинини сөйүш роһини қозғитиш мәзмунлириму асасий салмақни игилимәктә.(Үмидвар)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org