Уйғурларниң миллий салаһийәт байрими норуз


2008.03.19

Әқил - парасәтлик уйғур хәлқинәччә миң йиллиқ тарих җәрянида, тәбиәт вә риаллиқ билән болған һаяти күрәш йолидики аччиқ ‏- чүчүк тәҗрибиләрни йәкүнләп, өзиниң тәбиий вә иҗтимаий яшаш шараити, өрп ‏- адәтлири,етиқади вә мәдәнийитигә мас һәм хас, һаят тәҗрибисидики һәр бир вәқә һәм тәқдир ‏- қисмәтләрниң хасийитини улуғлап, бәзи алаһидә күнләрни байрам қилип, уни пүткүл иш - паалийәтләрниң башлиниш нуқтиси қилған.

Нөвәттә уйғурлар норуз байримини күтивалмақта, 3000 йилдин буян уйғур вә башқа түркий милләтләр арисида әвладму - әвлад давамлишип келиватқан, миллий алаһидиликкә вә тарихий әнәнигә игә норуз байрими, уйғурларда тәсири әң зор бирдинбир миллий әнәнивий һейит - байрамларниң каттисидур. Уйғурларға нисбәтән норуз байриминиң әһмийити һәққидә мухбиримиз гүлчеһрә, тонулған яш язғучи, белгийидә пәлсәпә пәнлири бойичә докторлуқ оқуватқан мәмтимин әла әпәнди билән сөһбәт елип барди.

Норуз байрими мунасивити билән тәйярланған мәзкүр сөһбәт программиси диққитиңларда болғай. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.