Норвигийә ташқи ишлар министирлиқи уйғурлар һәққидә йиғин өткүзди
2005.05.02
Өткән һәптиниң ахирида норвигийә ташқи ишлар министирлиқиниң берген шәһиридики тармиқида уйғурлар һәққидә мәлумат бериш доклат йиғини өткүзүлди. Йиғинға рафто кишилик һоқуқ фонди, кишилик һоқуқ җәмийәтлири шуниңдәк норвигийидики уйғур комитети қатарлиқ тәшкилатлардин 50 дин артуқ киши қатнашти.
Йиғинға, норвигийә ташқи ишлар министирлиқиниң уйғур елини зиярәт қилип қайтип кәлгән икки нәпәр хадими өзлири нәқ мәйдандин тартқан синалғу вә сүрәтлирини көрситип туруп, уйғурларниң тарихи кимлики, нөвәттики кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә мәлумат бәрди.
Бу мунасивәт билән, ихтияри мухбиримиз ялқун норвигийә уйғур комитетиниң мәзкур йиғинға қатнашқан рәиси абдукерим билән сөһбәт өткүзди.
©
2005 Radio Free Asia