Норвегийә мәтбуатида рабийә қадир ханим
2006.10.17

2006 –Йиллиқ нобил тинчлиқ мукапати елан қилиниш һарписи вә елан қилинғандин кейин норвегийиниң телвизийә, гезит вә тор бәтлиридә уйғур кишлик һоқуқ һәрикитиниң рәһбири, 2006 – йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиниң намзати рабийә қадир ханим һәққидә көплигән хәвәр, баһа вә мулаһизиләр елан қилинди. Буларниң ичидә кишиниң әң диққитини тартидиғини 13 - өктәбир күни, йәни бу йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиниң саһиби елан қилинған күни норвегийидики әң чоң гезитләрдин бири болған "күндилик гезит" тә елан қилинған "мән тәррорист әмәс!" намлиқ мақалә болуп, мақала мавзусиға қошумчә қилип: "нобил тинчлиқ мукапатиниң намзати рабийә қадир билән өткүзүлгән алаһидә сөһбәт" дегән сөзләр илавә қилинған.
"Хитай һөкүмитиниң ейтқанлири тамамән төһмәт!"
Мақалидә алди билән рабийә қадир ханимниң қисқичә тарихи, 2004 –йили хитай түрмисидики вақтида норвегийә рафто кишлик һоқуқ мукапатиға еришкәнлики, өткән йили хитай түрмисидин қутулуп америкиға келиши вә ундин кейинки сияси паалийәтлири тонуштурулған. Андин рабийә қадир ханимниң бу йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиниң әң күчлүк намзатлири қатаридин орун алғанлиқи вә бу мунасивәт билән хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң шундин бир ай илгири рабийә қадир ханимни террорчилар билән бағлиниши барлиқта әйибләп "рабийә қадир әйни чағда дөләт мәхпийәтликигә тәһдит салғанлиқи үчүн қолға елинған, у һазир чәтәлдики террорчи күчләр билән алақә орнитип, шинҗаңни җуңгодин айриветишкә урунмақта" дегән сөзлири нәқил елинип рабийә қадир ханимниң хитайниң бу хил төһмәтлиригә қандақ қарайдиғанлиқи соралған. Рабийә қадир ханим буниңға "мән тәррорист әмәс, мән пәқәт оз хәлқимниң һәқ-һоқуқлирини қолға кәлтүрүш үчүн тинчлиқ йоллири билән күрәш елип бериватимән, хитай һөкүмитиниң ейтқанлири тамамән төһмәт!" дәп җавап бәргән.
Уйғурлар қанчилик аптономийидин бәһриман болди?
Мақалидә уйғурлар вә уйғурларниң нөвәттики кишлик һоқуқ әһвали һәққидиму тәпсили тохталған болуп уйғур дияриниң 1949 - йили хитай коммунист һакимийитиниң һөкүмранлиқи астиға чүшүп қалғанлиқи вә 6 йилдин кейин аталмиш "аптонум район" қилип қурулғанлиқи қәйт қилинғандин кейин, буниңға улапла "лекин уйғурлар аптономийигә еришкәндин кейинки 51 йилдин бәри әмилийәттә зади қанчилик әркинликкә еришти, қанчилик аптономийидин бәһримән болди?" дегән суал берилгән һәмдә буниңға җавабән, рабийә қадир ханимниң ейтқанлири вә хәлқара кишлик һоқуқ органлириниң баянлири асасида : "уйғурлар оз вәтинидә җуңго коммунист һакимийитиниң системилиқ йүргүзүватқан диний, сияси вә мәдәний җәһәттики күчлүк бесими астида яшимақта. Мәсилән, у йәрдә диний адәмләр назарәт астида яшайду, имамларниң мәсчиттә қилған сөзлири оғурлуқчә аңлиниду, һөкүмәт ишчи–хизмәтчилири болған уйғурлар мәсчиткә кирип намаз оқуялмайду, роза туталмайду, техиму дәһшәт болғини һәр йили йүзлигән уйғур сияси мәһбуслар өлүмгә һокум қилиниду вә түрмиләрдә вәһши усуллар билән қийин –қистаққа елиниду, булардин башқа бу районға хитай көчмәнлириниң кәлкүн болуп еқип кириши вә бейҗиң һөкүмитиниң милли кәмситиш сиясити қошулуп уйғурларниң тил вә әнәниви мәдәнийити һәтта пүткүл милләтниң райондики мәвҗутлиқи еғир тәһдиткә дуч кәлмәктә" дегәнләр оттуриға қоюлған.
"Рабийә қадир бу йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиға әң лайиқ намзат иди"
Мақалидә йәнә рабийә қадир ханимниң 1999 – йили үрүмчидә хитай сақчилири тәрипидин қолға елиниш җәряни вә 5 йерим йиллиқ турмә һаяти вә өткән йили түрмидин қутулуп америкиға кәлгәндин кейинки сияси паалийәтлири тәпсили тонуштурулғандин кейин, гезит мухбири бу қетимқи соһбәтни рабийә қадир ханимниң төвәндики бир абзас сози билән ахирлаштурған:
"Мениң һаятим бир мушәққәтлик дуня вә күрәш билән бағлинип кәткән. Мән түрмидә ятқан вақитлиримда һәмишә - сән өз вәтиниң, хәлқиң үчүн күрәш қилишиң, бу күрәштә ғәлбә қилиш яки қилалмаслиғиңдин қәтий нәзәр бу йолдин һәргиз чекинмәсликиң керәк – дегәнләрни ойлайттим вә буниңдин куч – мәдәт алаттим".
Мақалиниң ахирда бир қисим норвегийикләрниң бу йиллиқ нобил тинчлиқ мукапати вә рабийә қадир ханим һәққидики баһаси оттуриға қоюлған болуп, улардин бири мунуларни билдүргән:
"Мән рабийә қадир билән өткән йили у норвегийә ни зиярәт қилғанда көрүшкән, униң достанә қияпити, оз хәлқиниң һәқ-һоқуқлирини қолға кәлтүрүш йолида көрсәткән пидакарлиқи мәни қаттиқ тәсирләндүргән иди. Мениң нәзиримдә у һәқиқәтән бир қалтис аял. Мән униң бу йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиға еришишни чин дилимдин арзу қилған идим. Толиму әпсус ундақ болмай қалди".
Йәнә бир норвегийилик болса "мениңчә рабийә қадир бу йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиға әң лайиқ намзат иди, чүнки у уйғурларниң аниси, йәнә келип бир мусулман һәм аял иди" дегән. (Абдусәмәт)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханимниң нобел намзатлиқиға көрситилгәнлики уйғур мәсилисигә қандақ тәсир қилиду?
- Нобел тинчлиқ мукапати елан қилинғанлиқи мунасивити билән рабийә қадир ханимни зиярәт
- Д у қ түрлүк паалийәтләр билән рабийә қадир ханимни риғбәтләндүрмәктә
- Рабийә ханимни нобел мукапатиға намзат қилип көрсәткән аналийе инаксон ханимни зиярәт
- Рабийә қадир ханимниң нобел тинчлиқ мукапатиға намзат көрситилиши түрк мәтбуатлириму йәр алди
- Рабийә қадир ханим нобил мукапати һәққидә истансимизниң зияритини қобул қилди
- Қазақистандики уйғурларниң рабийә ханимниң нобел мукапатиға намзат көрситилгәнликигә инкаслири
- Хитай, нобел тинчлиқ мукапатини рабийә қадир ханимға бәрмәслик һәққидә норвегийигә тәһдит салмақта
- Рафто фонди җәмийити башлиқи Arne Lyngård: "бу бизниңму арзуйимиз иди"
- Рабийә ханимниң нобел мукапатиға намзатлиққа көрситилгәнлики қазақистандики уйғурларни һаяҗанға салди
- Рабийә қадир ханим рай синашта нобел намзатлири ичидики күчлүк намзат