Норвигийидә уйғурларниң паалийәтлири күчәймәктә

Норвигийидә паалийәт елип бериватқан норвигийә уйғур комитети йеқиндин буян уйғурларниң вәзийитини норвигийә һөкүмити вә норвигийә хәлқигә йеқиндин тонуштуруш үчүн изчил паалийәт елип бармақта.

Мәзкур тәшкилат болупму уйғурларниң милли рәһбири рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинғанлиқиға наразлиқ билдүрүп намайиш елип барғандин кейин, норвигийиниң телевизийә вә гезит жорналлирида уйғурлар һәққидә көпләп мәлуматлар елан қилишқа башлиди. Бу мунасивәт билән, мухбиримиз әқидә норвигийә уйғур комитетиниң рәиси абду сәмәт әпәнди билән сөһбәтләшти.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org